Америка хитайниң лйәнтоң (Unicom) ширкитини җасуслиқ әндишиси түпәйли чәклигән
2022.01.28
Америка хитайниң әң чоң телефон алақә ширкәтлириниң бири болған лйәнтоң (Unicom) ширкитини җасуслиқ қилиш әндишиси түпәйли чәклигән. Буниң билән лйәнтоң ширкити американиң дөләт бихәтәрлики вә җасуслиқ қилиш әндишиси билән чәкләнгән йәнә бир хитай телефон ширкити болуп қалди.
Америка федиратсийә хәвәрлишиш комиссийәсиниң билдүрүшичә, улар бирдәк аваз берип, лйәнтоң ширкитиниң америкадики мәшғулат рухситини бикар қилишни қарар қилған.
Буниңдин аввал, йәни өткән йили 10-айда америка федиратсийә хәвәрлишиш комиссийәси хитайниң әң чоң телефон ширкити болған “хитай мобил” ширкитиниң америкадики мәшғулатини чәклигән иди. Мәлум болушичә, “лйәнтоң” ширкити 60 күн ичидә америкадики телефон мулазимәт мәшғулатини тохтитиши керәк икән.
Америка федиратсийә хәвәрлишиш комиссийәсиниң аял рәиси җессика розенворсел бу һәқтики баянатида: “хитайниң дөләт игиликидики алақилишиш вастилириниң хәвәрлишиш торимизниң бихәтәрликигә реал тәһдит селиватқанлиқиға аит наһайити көп дәлилләр вә күнсери күчийитватқан әндишиләр бар,” дегән.
Америка йеқинқи йиллардин бери дөләт хәвпсизлики вә уйғур ирқий қирғинчилиқ мәсилиси түпәйли хитай технологийә вә хәвәрлишиш ширкәтлиригә қарита тәқибни күчүйткән. Президент байден өткән йили қанунға имза қоюп, “бихәтәрликкә тәһдит” дәп қаралған ширкәтләргә америкада мулазимәт рухсити беришни мәний қилған. Буниң билән хуавей, җоңшиң вә башқа хитай хәвәрлишиш ширкәтлиригә тәәллуқ болған алақә әсваплириниң америка телефон алақә торини ишлитиши чәкләнгән иди.