Америка кеңәш палата әзаси рубийо хитай һөкүмитиниң черикликини ашкарилаш қанун лайиһәси сунған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.14

Американиң җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси марку рубийо америка дөләт мәҗлисигә хитай компартийәси вә униң рәһбәрлириниң черикликини ашкарилаш қанун лайиһәси сунған. Мәлум болушичә, “хитай компартийәсиниң яман ғәрәзлик тәсиригә тақабил туруш қануни-2024” намлиқ бу лайиһә америка дөләтлик истихбарат баш директоридин “хитай компартийәси рәһбәрлириниң мал-мүлки, чериклик һәрикәтлири вә башқа мәқсәтлири һәққидә доклат тәйярлаш вә сунуш” ни тәләп қилидикән.

Марку рубийо 13-июн күни шу мунасивәт билән елан қилған баянатида, “коммунистик хитай бизниң дөлитимизниң әң чоң рәқиби. Америка хәлқи бейҗиң йетәкчилик қилидиған йеңи дуня тәртипиниң мурәккәп реаллиқини ойлиши керәк. Мәйли иқтисадий, мәйли иҗтимаий яки һәрбий җәһәттин болсун, биз хитайниң дөлитимизни дуняви йетәкчи күч болуштин мәһрум қилиш үчүн күнсери қутраватқанлиқини көрүп турмақтимиз” дегән.

Мәлум болушичә, бу қанун лайиһәси мақуллинип рәсмий күчкә игә болғандин кейинки 80 күн ичидә, америка дөләтлик истихбарат директори яки униң вәкилиниң авам палатаси истихбарат алаһидә комитети билән кеңәш палатаси истихбарат алаһидә комитетиға келип, хитай компартийәси вә униң рәһбәрлириниң чериклик хаһишлири вә башқа яман ғәрәзлик қилмишлириға даир тәкшүрүш доклатидин мәлумат бериши тәләп қилинидикән. Буниң алдида йәни бу йил 5-айда, марку рубийо хитайниң ташқий перевот монополийәсигә қарши сунулған йәнә бир қанун лайиһәсини қоллиған иди. “хитайниң ташқий перевот алмаштурушта очуқ-ашкара болуш қануни” намлиқ бу лайиһә, американиң хәлқара пул фонди тәшкилатида турушлуқ вәкилидин “хитайниң пул монополисйәсини йеқиндин тәқип қилиши” тәләп қилинған. Марку рубийо бу һәқтики баянатида, америка хәлқини “хитайниң пул монополийәсидин қоғдаш үчүн бу қанун лайиһәсини қоллиғанлиқи” ни билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.