Америка кеңәш палата әзалири хитайдики завутида уйғурларни ишләткән америка ширкитидин тәпсилий учур беришни тәләп қилған
2021.10.21
Америкадики һәр икки партийәдин болған бир қисим кеңәш палата әзалири йеқинда хитайдики завутлирида уйғур мәҗбурий әмгәкчилири барлиқи ашкариланған америка ширкитигә хәт йезип, бу ширкәтниң уйғурларға қилиниватқан зулумға четилип қалғанлиқиға даир әндишилирини баян қилған.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кеңәш палата әзаси боб менендез билән җеф мерклей вә марко рубийо қатарлиқлар аризона шитатиға җайлашқан “унверсал еликторон мәһсулатлири” ширкитиниң баш иҗраийә рәиси паул арлиңға язған хетидә мундақ дегән: “ширкәт завутлирида ишләватқан уйғурларниң шараитлиридин уларниң мәҗбурий ишлитиливатқанлиқини көрситип беридиған рошән аламәтләр турсиму, ширкәтниң буни тәкшүрүш вә түзитиш үчүн бир һәрикәт қолланмиғанлиқи бизни толиму әпсусландурди вә әндишигә салди.”
Йеқинда ройтерс агентлиқи америкадики тезгинәк ясап сатидиған “универсал електорон мәһсулатлири” ширкитиниң хитайниң чинҗов шәһиригә җайлашқан завутида хотәндин йөткәп келингән 400 гә йеқин уйғур барлиқини вә бу уйғурларни йөткәш үчүн уларниң уйғур районлуқ даириләр билән тохтам түзгәнликини ашкарилиған иди. Әйни чағда ширкәт бу ишчиларни бир вастичи арқилиқ йөткигәнликини ейтқан болсиму. Әмма бу вастичиниң кимликини ашкарилимиған иди.
Бу ширкәт бкеңәш палата әзалириниң хетигә қайтурған инкасида, өзлириниң бу уйғур ишчиларни әкәлдүрүп бәргән вастичи ширкәт билән мунасивитини үзгәнликини вә дөләт мәҗлис әзалири билән бу һәқтә һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.
Юқириқи кеңәш палата әзалири “универсал електрон мәһсулатлири” ширкитидин 11-айниң 5-күнидин бурун өзлиригә 2019-йили бу уйғурларни яллаш үчүн түзүлгән тохтамниң толуқ текисти, уларниң сани қатарлиқ мәлуматларни әвәтип беришни тәләп қилған.