Сабиқ мисир президенти мурсиға өлүм җазаси һөкүм қилинди

Мухбиримиз үмидвар
2015.05.17


Мисир соти сабиқ мисир президенти муһәммәд мурси вә униң 106 нәпәр қоллиғучисиға өлүм җазаси бәрди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мисир соти муһәммәд мурси вә униң қоллиғучилири, йәни “мусулман қериндашлири” тәрәпдарлирини 2011 - йили, аммиви қалаймиқанчилиқ чиқириш, өлтүрүш вә суйиқәст қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблигән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, сабиқ мисир президенти мурси вә униң қоллиғучилириға чиқирилған өлүм җазаси һәққидә 2 - июн күни ахирқи қарар чиқирилидикән.

Мурси вә башқиларға берилгән бу өлүм җазаси түркийә президенти тайип әрдоған тәрипидин қаттиқ әйибләнди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму бу һөкүмни тәнқид қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.