Рабийә қадир ханимниң рәсими 114 нәпәр дуняви кишилик һоқуқ рәһбәрлириниң сүрәт топлимиға киргүзүлди
2016.12.21
Шиветсийәдә паалийәт елип бериватқан бир кишилик һоқуқ көргәзмә гурупписи өткән һәптә ситокһолмда бир паалийәт өткүзүп кишилик һоқуқ саһәсидә дуняға тонулған вә тәсир көрсәткән нелсон мандила, кофий аннан, далай лама, ширин адабий қатарлиқ 114 нәпәр рәһбәр вә паалийәтчиниң сүрәтлирини көргәзмә қилған. Көргәзмидә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң рәсимиму орун алған.
Мәзкур көргәзмә гурупписиниң рабийә қадир ханимға язған тәбрик хетидә баян қилинишичә, рабийә ханимниң көргәзмигә қоюлған рәсими, у 2010-йили “осло әркинлик мунбири” намлиқ паалийәткә қетилған мәзгилдә, шиветсийәдики даңлиқ фотограф албәрт викиң әпәнди вә униң ярдәмчиси тереса карилсон ханим тәрипидин тартилған.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, “бизниң арзу-арманлиримиз” намидики мәзкур көргәзмә 2016 вә 2018-йиллири арисида шиветсийәдә сәйярә көрситилгәндин кейин, америкидиму көрситилидикән.