Америка ташқий ишлар министирлиқи хитай һөкүмитини раһилә давутни дәрһал қоюп беришкә чақириқ қилди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.29

Америка ташқий ишлар министирлиқи 29-сентәбир язма баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң “шинҗаң университети” ниң профессори, фолклоршунас раһилә давутни өмүрлүк қамаққа һөкүм қилғанлиқини әйиблигән, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң профессор раһилә давутни дәрһал қоюп бериши, уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқни тохтитишини тәләп қилған. Йеқинда америкадики “диялог фонди” раһилә давутниң ‍өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқини ашкарилап, хәлқарада зор ғулғула қозғиған иди.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатида мундақ дейилгән: “биз хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң инсаншунаслиқ, уйғур фолклори вә мәдәнийәт әнәнилири мутәхәссиси профессор раһилә давутни мәхпий сотлаш арқилиқ, униңға өмүрлүк қамақ җазаси һөкүм қилинғанлиқини әйибләймиз. Профессор (раһилә) давут вә илһам тохтини өз ичигә алған башқа уйғур зиялийлири уйғур мәдәнийити вә әнәнилирини қоғдаш билән шуғулланғанлиқи үчүн, наһәқ түрмигә ташланди.”

Баянатта тәкитлишичә, профессор (раһилә) давутниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғур кимлики вә мәдәнийитини йоқитиш, тутқун қилиш вә ғайиб қиливетишни өз ичигә алған васитиләр арқилиқ илмий тәтқиқат әркинликигә бузғунчилиқ қилиштәк чоң көләмлик һәрикитиниң бир парчиси икән. Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитини шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр һәм диний аз санлиқ гуруппиларниң әзалириға қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә ‍инсанийәткә қарши җинайәткә дәрһал хатимә беришкә вә унларниң кишилик һоқуқ һәм негизлик әркинликкә һөрмәт қилиш һәққидики хәлқара әһдисигә әмәл қилишқа чақиримиз. Биз йәнә хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитини профессор (раһилә) давут вә наһәқ тутқун қилинған барлиқ кишиләрни қоюп беришкә давамлиқ чақиримиз.”

Бу америка ташқий ишлар министирлиқиниң өткән һәптә раһилә давутниң өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқи ашкариланғандин бери тунҗи қетим униң делосиға рәсмий инкас қайтурушидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.