Совет иттипақиниң или инқилабиға аит 1943-йилидики мәхпий қарариниң инглизчә тәрҗимиси елан қилинди

Мухбиримиз үмидвар
2016.11.20


Америкидики водров вилсон мәркизи 1943-йили совет компартийиси мәркизи комитети сияси бийоросиниң 4-май күни откүзгән йиғинда чиқарған мәхсус “шинҗаң” мәсилиси һәққидики қарарини русчидин инглизчиға тәрҗимә қилип елан қилди.

Сталин башчилиқидики совет иттипақи компартийиси мәркизи комитети сиясий бийоросиниң 4-май күни уйғурлар районидики миллий азадлиқ һәрикитини қоллаш вә ярдәм беришкә аит мәхпий қарариға аит мәзкур мәхпий һөҗҗәт өткән әсирниң 90-йиллирида совет иттипақи йимирилгәндин кейин русийә алимлиридин валерий бармин тәрипидин ашкарилинип, тәтқиқ қилинған вә бу мәхпий қарар 2000-йиллардин кейин уйғур вә хитай тарих саһәсигә айдиң болған һәмдә бу һәқтики мәлуматлар радиомиз тәрипидинму тонуштурулған иди.

Бу қетим америкидики водров вилсон алимлар мәркизи 1934-1949-йиллири арисидики совет иттипақиниң уйғур дияриға аит бир қисим мәхпий һөҗҗәтлирини топлап, инглизчиға тәрҗимә қилип елан қилғанда мәзкур мәхпий һөҗҗәтниң русчә әсли нусхисиниң копийиси билән инглизчә толуқ тәрҗимисини елан қилған.

Совет иттипақи компартийиси сиясий бийоросиниң мәзкур қарарида, шең шисәйниң совет иттипақидин йүз өригәнлик қилмишиға қарита уйғур, қазақ, қирғиз вә моңғул қатарлиқ милләтләрниң шең шисәйгә қарши миллий азадлиқ һәрикәтлирини қоллаш вә тәшкилләш, мәхпий “милли гүллиниш гуруппилири”ни қуруш, милли азадлиқ һәрикәтлирини қоллаш ишлириға өзбекистан, қазақистан, қирғизистан иттипақдаш җумһурийәтлири коммунистик партийә секертарлири вә министирлар кеңиши рәислирини мәсул қилиш, мәхсус инқилаби тәшвиқатларни қанат яйдуруш шуниңдәк йәнә совет иттипақи дөләт бихәтәрлик комиссариятиниң қилишқа тегишлик ишлири һәм башқа бир қатар конкрет вәзипиләр бәлгиләнгән.

Бу мәхпий қарар 1944-1949-йиллири уйғур дияриниң или, тарбағатай вә алтай районида йүз бәргән милли азадлиқ һәрикитиниң совет иттипақиниң қоллиши вә ярдимигә еришкәнликиниң пакити һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.