Юруңқаш дәрясиниң су мәнбәсини контрол қилиш қурулуши башланмақчи

Мухбиримиз әзиз
2019.04.23

Уйғурлар дияридики ишләпчиқириш паалийәтлириниң һәрқачан су мәнбәси билән зич мунасивәтлик болуп кәлгәнлики мәлум.

Йеқинда хотән районидики муһим су мәнбәлириниң бири болған юруңқаш дәрясиниң баш еқим районида ғайәт зор миқдардики су иншаат қурулушиниң башлинидиғанлиқи мәлум болди.

Шинхуа агентлиқиниң 23-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, йеқинда бейҗиңға йолланған “юруңқаш дәряси су ишлири түгүни қурулуши” хитайниң дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетиниң тәстиқидин өткән. Бу қурулуш хотән наһийәси тәвәсидики қашташ йезиси тәвәсидә болуп, хотән шәһиригә 95 километир келидикән.

Бу қурулуш лайиһәси бойичә, бу җайға ғайәт зор су амбиридин бири селинидикән. Бу су амбириниң омуми сиғимчанлиқи 536 милйон куп метирға йетидиған болуп, су амбири тосмисиниң егизлики 230 метирға йетидикән. Суғиришқа ишлитиштин башқа бу җайда йәнә ток електр истансиси селинидикән. Һазирқи мөлчәрдә бу қурулушниң сәккиз йилда пүтүши мөлчәрләнмәктә икән.

Анализчилар бу һәқтә пикир қилип “бу қурулушниң йәнә бир мәқсити хотәндики биңтуән арқилиқ юруңқаш дәрясиниң сүйини баштинла боғуп қоюш, шу арқилиқ пүткүл хотән райониниң иқтисадий җан томурини контрол қилиш” дейишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.