Уйғур аптоном районлуқ җ х даирилири тор учур әркинликигә зәрбә беришни күчәйткән
2024.01.05
Уйғур аптоном райони җ х даирилири 2024-йилиниң кириши билән тәң районда тор учур әркинликигә зәрбә беришни күчәйткән. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, уйғур аптоном районлуқ җ х даирилириниң районда тор әркинликигә зәрбә беришни күчәйтиш һәрикити, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң 2024-йиллиқ “торда өсәк сөз тарқитишқа зәрбә бериш мәхсус һәрикити” ниң бир парчиси икән. “шинҗаң гезити” ниң хәвиридин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити 5-январ күни учур әркинликигә зәрбә бериш һәрикитиниң бир парчиси сүпитидә торда “өсәк сөз” тарқитиш билән әйиблинип бир тәрәп қилинған 5 типик делони елан қилған.
Хәвәрдә, юқириқи бәш типик делоға четишлиқ шәхсләрниң үрүмчи сайбағ райони, шихәнзә, қумулниң иверғол, ақсуниң учтурпан вә хитайниң шәндуң өлкисидики вейфаң шәһиридә олтурушлуқ пуқралар икәнлики қәйт қилинмақта. “шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, уйғур аптоном районлуқ җ х даирилири шәндуң җ х органлири билән бирлишип, торда уйғур районида йәр тәвригәнликигә даир учур тарқатқан ваң фамилилик бир кишигә мәмурий тутуп туруш җазаси бәргән.
Хәвәрдә, қалған 4 кишигиму гәнсуда йәр тәвригәнлики, уйғур районида террорлуқ партлитиш вәқәси йүз бәргәнлики, сақчи аптомобили һуҗумға учриғанлиқи, һөкүмәтниң һарақ ичишни чәклигәнликигә аит “сахта хәвәрләр” ни тарқитиши сәвәблик мәхсус дело турғузуп тәкшүрүш арқилиқ, мәмури тутуп туруш җазаси берилгәнлики билдүрүлгән. Лекин хитай җ х даирилириниң 2024-йиллиқ “торда өсәк сөз тарқитишқа зәрбә бериш мәхсус һәрикити” башланғандин бери, уйғур районида қанчә кишиниң бу хил әйибләш билән бир тәрәп қилинғанлиқи мәлум әмәс. Хитай һөкүмити уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагер, түрмиләргә қамаш һәрикити башланған 2017-йилидин бери, уйғур районида учурни қамал қилишни техиму күчәйткәниди. Хитай җ х министирлиқ министирлиқи өткән йили 12-айда, 2024-йилини “торда өсәк сөз тарқитишқа зәрбә бериш йили” дәп елан қилғаниди.