Уйғур билим адәмлириниң тутқун қилиниши муһаҗирәттики уйғур җамаитини әндишигә салмақта
2018.01.20
Өткән йилидин буян уйғур диярида давамлишиватқан мисли көрүлмигән зор көләмлик тутқун вә тәқиб сиясәтлири уйғур дияриниң ичи вә сиртидики җамаәтчиликни, һәтта хәлқара җәмийәттиму әндишә пәйда қилмақта.
Өткән йилиниң март айлиридин башлап, уйғур дияридики һәр дәриҗилик әмәлдарлар, юқири қатламдики зиялийлар вә язғучилар, дини саһәдики затлар арқа-арқидин “очуқ хәт” йезишқа мәҗбурлинип, өзлириниң хитай һөкүмити вә дөлитигә болған садақитини ипадә қилишқа селинған иди. Арқидинла “миллий бөлгүнчилик”, “диний әсәбийлик”, “пан-түркчилик”, “икки йүзлимичилик” қатарлиқ қалпақлар билән уйғурлар ичидики юқири қатлам билим адәмлири, сәрхиллар вә чақириқ күчигә игә шәхсләр тутқун қилинишқа башлиди.
Һазирға қәдәр тутуп кетилгән сәрхиллардин аз бир қисми радийомизда дәлилләнгәндин башқа көп қисим тутқунларниң из-дерики мәлум әмәс.
Иҗтимаий таратқуларда вә хәлқ ичидики һәр хил учур қаналлирида тутуп кетилгәнлики һәққидә гәп-сөзләр тарқиливатқан шинҗаң медитсина университетиниң сабиқ мудири халмурат ғопур, шинҗаң университетиниң сабиқ мудири ташполат тийип, шинҗаң хәлқ нәшриятиниң башлиқи абдурахман әбәй, “қуран кәрим” ниң уйғурчә тәрҗимисини ишлигән дамолла муһәммәд сәләй һаҗим, хәлқ сәнәткари абдурәһим һейт, шаир ваһитҗан осман қатарлиқ бир түркүм юқири қатлам уйғур зиялийлириниң нөвәттики тәқдири һәққидә йәниму илгириләп учур елиш имканийити болмиди.
Уйғурлар вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқан мутәхәссисләр вә сиясий анализчилар нөвәттә хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан шәпқәтсиз һөкүмранлиқини “мукәммәл вә тәңдиши йоқ сақчи дөлити” ниң әң ярқин тимсали, дәп қаримақта.