Хитай даирилири уйғур районида 60 чә кадирни террорлуқ мәсилисидә бихудлуқ қилиш билән әйиблигән
2017.05.31
Хитайниң йәр шари вақти гезитиниң инглизчә санида хәвәр қилишичә, уйғур районидики интизам тәкшүрүш тармақлири уйғур районидики 60 нәччә кадирни террорлуқ мәсилисидә бихудлуқ қилғанлиқи үчүн тәнқидләп агаһландурған.
Хәвәрдә дейилишичә, даириләр 10-майдин 16-майға қәдәр 14 саһә бойичә 72 орунда тәкшүрүш елип барған. Тәкшүрүш нәтиҗисидә 5 идарә 4 шәхсни террорлуққа қарши сәгәк турған дәп мәдһийилигән; 60 кишини бихудлуқ билән әйибләп агаһландурған.
Мәлум болушичә, бу, интизам тәкшүрүш тармақлириниң кадирлардики террорлуққа қарши сәзгүрлүк әһвалини тунҗи қетим тәкшүрүшидур. Тәкшүрүшниң уштумтут елип берилиши, қисқа муддәт ичидә хуласә чиқирилиши, муһаҗирәттики көзәткүчи вә уйғур паалийәтчилириниң диққитини тартти. Хитай даирилири йеқинда икки йүзлимилик билән җазаланғанларниң тизимликини елан қилған, тизимликтә пүтүнләй уйғурлар тилға елинған иди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн бу һәқтә пикир баян қилип, хитай даирилириниң юқириқидәк агаһландурушлар арқилиқ, уйғур кадирлирини өз миллитидин пүтүнләй йүз өрүшкә қиставатқанлиқини баян қилди. У, бу хил қисташниң хитай күткәндин әксичә нәтиҗә беридиғанлиқини илгири сүрди.