С н н вә нюйорк вақти гезити уйғур елидики паспорт йиғивелиш һәрикитини хәвәр қилди

Мухбиримиз ирадә
2016.12.01

Уйғур елидә йолға қоюлуватқан паспорт йиғиш һәрикити хәлқарадики даңлиқ хәвәр органлиридин америкидики с н н телевизийиси вә нюйорк вақти гезитлиридә хәвәр қилинди.

Нюйорк вақти гезити 1-декабир күни елан қилған хәвиридә, уйғур елидә омумйүзлүк һалда паспорт йиғивелиш һәрикитиниң бу йил өктәбирдин башланғанлиқини, уйғур елиниң җәнубидики хотән қатарлиқ җайлардин кәлгән уйғурларниң хәлқаралиқ айропиланларға чиқиштин тосуп қоюлғанлиқидәк әһвалларниң йүз бәргәнликини хәвәр қилған.

Униңда, бу қетимлиқ паспорт йиғишниң мәқсити ениқ болмисиму, әмма көзәткүчиләрниң буни уйғур аптоном райониға йеңидин секретар болған чен чүәнгониң әмри билән иҗра қилиниватқан болуши мумкин дәп қарайдиғанлиқини, чен чүәнгониң тибәттә вәзипә өтигән 5 йил җәрянида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қоюш билән тонулған киши икәнликини билдүргән.

С н н телевизийиси бу һәқтә тарқатқан хәвиридә, паспорт йиғивелиш һәрикитиниң хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә учриғанлиқи, мәркизи германийәдики дуня уйғур қурултийиниң буни уйғурларниң әркин саяһәт қилиш, йөткилиш әркинликини чәкләшни мәқсәт қилған, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Хәвәр программисида йәнә, кәчүрүм тәшкилатиниң тәтқиқатчиси виллиям ни зиярәт қилинған болуп, виллямни сөзидә паспорт үчүн илтимас қилғанларниң д н а, қан өрники, қәйткә елинған авази, бармақ изи қатарлиқларни тапшуруши керәкликини әскәртип, “мана булар һөкүмәтниң уни кишиләрни контрол қилиш үчүн қоллиниватқанлиқини очуқ көрситип бериду”, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.