Хитай даирилири уйғур районида қанун вә тәптиш саһәсини қайта тәртипкә салмақчи икән
2023.12.06
Хитайчә “тәңритағ тори” ниң 6-декабирдики хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй вә уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунияз 5-декабир күни аптоном районлуқ хәлқ сот мәһкимиси вә аптоном районлуқ хәлқ тәптиш мәһкимисидә хизмәт тәкшүрүшидә болғанда, хитай компартийәсиниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсигә қәтий әмәл қилиш , шинҗаңниң муқимлиқини вә бихәтәрликини алдинқи орунға қуюш, қанун вә тәптиш саһәсини тәртип селиш һәққидә йол йоруқ бәргән.
Ма шиңрүй бу һәқтә қилған сөзидә, ши җинпиңниң “шинҗаңни қанун билән идарә қилиш” идийәсини әтраплиқ тәтқиқ қилиш вә униңға әмәл қилиш, партийәниң йеңи дәврдә шинҗаңни башқуруш истратегийәсини қәтий иҗра қилиш керәкликини тәкитлигән.
Хитай даирилириниң йиллардин буян “шинҗаңни қанун билән идарә қилиш” нами астида миллий бастуруш сиясәтлирини йүргүзүши хәлқарада “ирқий қирғинчилиқ” дәп қариливатқан вәзийәттә , ма шиңрүйниң йәнә “қанун арқилиқ идарә қилиш”, “қанун вә тәптиш саһәсини тәртип селиш” шоарини базарға селиши диққәт қозғимақта.
Америкилиқ антрополог, доктор филис вокаб ханим қаришичә, хитай даирилириниң уйғур районида “қанун арқилиқ идарә қилиш” дегәнләрни давамлиқ тәкитлиши хитайниң қанун яки сиясәт җәһәттә бирәр өзгириш пәйда қилидиғанлиқини көрсәтмәйдикән , бәлки буниң әксичә қанунни давраң қилип қоюп, арқидин дәл униң әксичә йол тутидиғанлиқини билдүридикән.