Американиң уйғур райони, тибәт, хоңкоң, тәйвән ишлириға мунасивәтлик 2021-йиллиқ хам чот лайиһәси хитайниң қаршилиқини қозғиған

Мухбиримиз җәвлан
2020.12.30

Хитай “йәр шари вақит гезити” ниң 30-декабирдики хәвиригә қариғанда, хитай хәлқ қурултийи ташқий ишлар комитети сәйшәнбә күни баянат елан қилип, американиң уйғур райони, тибәт, хоңкоң, тәйвән ишлириға мунасивәтлик хам чот лайиһәсини әйблигән һәмдә униңға қарши туридиғанлиқини билдүргән.

Мәлуматларға қариғанда, америка президенти доналд трамп йәкшәнбә күни америка һөкүмитиниң 2021-йиллиқ хам чот лайиһәсигә имза қойған болуп, һөкүмәтниң корона вирусидин қутулуш ярдәм пулини қошқанда, омумий хам чот соммиси 2 тирилйон 300 милярд долларға йетидикән. Бу хам чот лайиһәси сода, әдлийә, пән-техника, дөләт мудапийәси, пул-муамилә, дөләт бихәтәрлики қатарлиқ саһәләргә четилидиған болуп, буниң ичидә уйғур райони, тибәт, хоңкоң, тәйвәнгә алақидар хам чот һесабиму бар икән, бирақ буниң қанчилик миқдарда икәнлики хәвәрләрдә ашкариланмиған.

Хитай һәр даим уйғур райони вә тибәткә мунасивәтлик ишларни “бизниң ичкий ишимиз” дәп келиватқан болуп, хитай хәлқ қурултийиниң баянатидиму, американиң йәнила хитай билән қандақтур “соғуқ мунасивәтләр уруши” қиливатқанлиқи, хитайниң ичкий ишлириға арилишип, униң дөләт мәнпәәтигә еғир зиян селиватқанлиқи, җүмлидин хитайниң уйғур райони билән тибәтниң муқимлиқи вә тәрәққияти үчүн көрситиватқан тиришчанлиқини көрмәскә селип униңға “төһмәт” қиливатқанлиқи әйбләнгән, шундақла уйғур райони билән тибәтниң иқтисад вә иҗтимаий тәрәққиятта зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлики, хәлқ турмушиниң яхшиланғанлиқи дегәндәк кона сәпсәтилирини базарға салған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.