Хитай америкиниң сериқ пурчақ қатарлиқ маллириға чегра беҗини өстүридиғанлиқини елан қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.04.04

Америка һөкүмити хитайдин импорт қилинидиған алюмин қатарлиқ мәһсулатларға қоюлидиған чегра беҗини өстүридиғанлиқини елан қилғандин кейин, бүгүн хитай тәрәпму америкиниң сериқ пурчақ қатарлиқ бир түркүм мәһсулатлириға қарита чегра беҗини өстүридиғанлиқини елан қилди. Буниң билән бәзи хәлқара мәтбуатларда хитай билән америка арисидики сода урушиниң йәниму кәскинлишидиғанлиқи илгири сүрүлди.

Президент доналд трамп бүгүн бу һәқтә тиветтирда инкас қайтуруп, америкиниң хитай билән сода орушиға кирмигәнликини, бу урушниң хели бурунла башлинип ахирлишип болғанлиқи вә ярамсиз рәһбәрләр сәвәбидин америка тәрәпниң бу урушта уттуруп қойғанлиқини илгири сүрди.

Ройтерс агентлиқиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, сериқ пурчақ америкиниң хитайға әң зор миқдарда експорт қилидиған мәһсулати болуп, америка өткән йили хитайға 12 милярд долларлиқ сериқ пурчақ сатқан.

Ройтерс агентлиқиға пикир баян қилған бәзи көзәткүчиләр, сериқ пурчақниң америкида айнова қатарлиқ трампни кәң көләмдә қоллайдиған штатларда ишләпчиқирилидиғанлиқи, шуңа хитайниң бу штатларниң мәнпәәтини зиянға учритиш арқилиқ трампни қараридин ваз кәчтүрмәкчи болуватқанлиқини илгири сүргән. Әмма марк виллямис қатарлиқ бәзи иқтисадшунаслар, хитай еһтияҗлиқ болған сериқ пурчақни америкидин башқа дөләт тәминләп болалмайдиғанлиқини, шуңа бу сода урушида хитайниң аввал бәл қоюветиш еһтималлиқини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.