Хитай испанийә сотиниң җяң земинни тутуш буйруқиға наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз җүмә
2013.11.20

Испанийә соти сабиқ хитай рәиси җяң земин үстидин тутуш буйруқи чиқарғандин кейин, хитай һөкүмити баянат елан қилип наразилиқ билдүрди.

Испанийә соти сәйшәнбә күни сабиқ хитай рәиси җяң земин вә ху җинтав қатарлиқларни тибәт хәлқи үстидин инсанийәткә қарши җинайәт йүргүзүш җинайити билән әйибләп, уларни тутуш буйруқи чиқарған иди.

Хитай дипломатийә министирлиқи баянатчиси хоң лей чаршәнбә күнидики баянатида испанийә сотиниң юқириқи қарариға күчлүк етираз билдүридиғанлиқини ейтти.

У мундақ деди: биз испанийәни бу натоғра һөкүмни өзгәртишкә вә хитай-испанийә мунасивәтлиригә зиян селиватқан тибәт бөлгүнчилириниң хорикини өстүрүп қоймаслиққа чақиримиз.

Испанийә дөләтлик җинайи ишлар соти универсал адаләт принсиплириға асасән, испанийәдики тибәтни қоллиғучи тәшкилатлар хитай рәһбәрлири үстидин сунған әйибләшләрни қобул қилған.

Мәзкур сот илгири уйғур елини 10 йил сориған ваң лечүән үстидинму тутуш буйруқи чиқарған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.