Бир әмәлдар уйғур районидики бир қисим кадирларниң “террорлуқ һәрикәтләргә “қатнашқан” лиқини билдүргән

Мухбиримиз җүмә
2016.01.24


Уйғур аптоном районниң юқири дәриҗилик әмәлдари йәкшәнбә күни елан қилған бир парчә мақалисидә уйғур елидики бир қисим кадирларниң “террорлуқ һәрикәтлирини қоллиған” лиқи, бир қисим кадирларниң бу хилдики һәрикәтләргә “қатнашқан” лиқини билдүргән.

“җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүртүш комитети партком секретари шү хәйроңниң бу сөзлири мәркизий интизам тәкшүрүш комитети башқурушидики бир гезитниң 24 - январдики саниға бесилған.

Хәвәрдә нәқил елишичә, шү мундақ дегән: “шинҗаңдики көпинчә партийә әзалириниң каллиси очуқ, әмма бу йәрдә йәнә бөлгүнчиликкә қариши туруш, сиңип киришкә қарши туруш вә террорлуққа қарши туруш мәсилиригә кәлгәндә икки йүзлимичилик қилидиған партийә әзалириму бар. Бәзи әзалар һәтта террорлуқни қоллиған вә террорлуқ һәрикәтлирини тәшкиллигән.”

У юқириқи баянлирини тәпсилий шәрһлимигән болсиму, өткән йили уйғур районида партийә низамлириға хилаплиқ қилиш делолиридин 672 си бир тәрәп қилғанлиқини көрсәткән.

Шү хәйроңниң юқиридикигә охшаш мәзмундики бир парчә мақалиси өткән йили ноябирдиму елан қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.