Уйғур сәрхиллири хитайниң “җуңхуа кимлики” тәшвиқатиға қорал қилинмақта

Мухбиримиз әзиз
2023.03.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 7-марттики хәвиридә ейтилишичә, хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң 14-нөвәтлик 1-омуми йиғинида уйғур уссул саһәсидики вәкиллик шәхсләрдин дилнар абдулла “җуңхуа мәдәнийити қәлбләргә сиңип кәтсун” темисида сөз қилишқа орунлаштурулған. У сөзидә “җуңхуа мәдәнийитини шинҗаңға сиңдүрүш партийәмизниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсиниң муһим тәркиби қисми. Җуңхуа мәдәнийити шинҗаңниң бипаян земинлириға сиңип кәткәндә шинҗаңниң иҗтимаий иқтисадий тәрәққиятида зор утуқлар қолға келиду” дәп көрсәткән.

Дилнар абдулла сөзидә хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” намида хитай кимликини асас қилған “җуңхуа миллити кимлики ортақ гәвдиси” ни тәшвиқ қилидиған тәтқиқат органлири вә көргәзмә заллирини көпләп тәсис қилғанлиқини махтиған. Шуниңдәк “нөвәттики шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ суғириш қурулуши техи башланғуч сәвийәдә туруватиду. Бу хил мәдәнийәт билән суғириш хизмити һәргизму адәттики мәдәнийәт хизмити әмәс” дәп көрсәткән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәйярлиған “етиқад вәйранчилиқи” намлиқ доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити 2015-йилидин тартип иҗра қиливатқан бир муһим һәрикәт уйғурларни хитайлаштуруш болуп кәлгәнлики мәлум. Буниң үчүн улар дәсләпки қәдәмдә уйғур мәдәнийәт саһәсидики миңлиған вәкиллик шәхсләрни лагерға вә түрмиләргә қамиғаниди. Хитай һөкүмити буниң биләнла болди қилмастин ‍уйғурларниң мәдәнийәт саһәсидики барлиқ вәкиллик қурулушларни бузуп ташлиған иди. Узун өтмәй уларниң бу һәрикитидики йетәкчи идийәниң “йилтизини кесип ташлаш, нәсәбини үзүп ташлаш” дәйдиған шоар болуватқанлиқи ашкариланған иди. Шуниңдин буян уйғурларға хас мәдәнийәт вә сәнәтниң орнини пүтүнләй хитайчә мәдәнийәт вә сәнәт игиләшкә башлиған, шуниңдәк уйғур өсмүрлири кичикидин хитайчә сөзләшкә мәҗбурлинипла қалмастин йәнә хитай чаңчилисини мәдәнийәт дәрслики қилип өгинишкә зорлинип кәлгәнлики мәлум. Бу җәрянда хитай мәдәнийити изчил “җуңхуа мәдәнийити” намида ортақ қобул қилишқа мәҗбурлиниватқан мәдәнийәт кимлики болуп қалған болуп, хитай һөкүмити һәрқачан дилнар абдуллаға охшаш нами чиққан ‍уйғур сәрхиллирини уйғур диярида мушу хилдики тәшвиқатларға қорал қилип кәлмәктә. Шу сәвәбтинму бу қетимқи йиғинда дилнар абдулланиң еғзидин бу хилдики хитай миллити ортақ кимлики чүшәнчисини қобул қилишни “җәмийәт тәрәққиятини зор дәриҗидә алға сүриду” дәп җакарлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.