Хитай даирилири мәсилә бар ваксиниларниң 24 өлкигә тарқалғанлиқини иқрар қилди
2016.03.21
Хитай даирилири 21 - март дүшәнбә күни уқтуруш чиқирип, сәндуңда ишләнгән 12 хил мәсилә бар ваксининиң 24 өлкигә тарқалғанлиқини елан қилди. Уқтурушта йәнә бу хил ваксиниларни киргүзгән, ишләткән дохтурхана, давалаш мәркәзлири вә дориханиларниң 25 - март җүмә күнигичә шу җайлардики сәһийә идарилириға мәлумат йоллишини җиддий тәләп қилған.
Мәлум болушичә, 3 - айниң бешида гуаңдуң өлкиси хейүән шәһиридики 4 яшлиқ бир бала йәслидә ваксина урулғандин кейин, қиззип ағрип қалған. Кейин дохтурханида балиға урулған ваксинида мәсилә барлиқи ениқланған. Сахта ваксина әмләнгән бала давалаш үнүм бәрмәй 4 күндин кейин өлгән. Вәқәдин кейин, сәндуңда ишләнгән ваксина һәққидә җиддий ениқлаш елип берилип, сахта ваксинилардин 12 хили барлиқи ашкариланған. Бу хил мәсилә бар ваксиниларниң көплигән хитай өлкилиригә кеңәйгәнлики иҗтимаий таратқуларда муназирә темисиға айлинип, хитайда наразилиқ күчәйгән иди.
Илгири радийомиз игилигән әһвалларда, бир қисим уйғур ата, аниларниң, ваксин уруш баһаниси билән балилирини кисәл қилип қоюшидин әндишә қилип, ваксина урушни рәт қиливатқанлиқи хәвәр қилинған иди.