Пирезидент байден: хитай ясиған аптомобил юмшақ деталлири американиң дөләт хәвпсизликигә тәһдит

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.02.29

Америка пирезиденти җов байден хитайда ишләпчиқирилған вә аптомобилларға орнитилидиған юмшақ деталларниң американиң дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән. У, америка сода министирлиқини бу юмшақ деталлар үстидин мәхсус тәкшүрүш башлашқа буйруған.

“вал-ситрит журнили” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, президент байден 29-феврал күнидики сөзидә мундақ дегән:

“хитайниң йәршари аптомобил санаитигә һөкүмранлиқ қилиш урунуши америкаға ениқла бихәтәрлик хәвпи елип кәлмәктә. Чүнки юмшақ детал арқилиқ туташтурулған аптомобиллар бизниң пуқралиримиз вә ул әслиһәлиримизгә мунасивәтлик сәзгүр санлиқ мәлуматларни йиғип, бу санлиқ мәлуматларни хитайға әвәтәләйду. Бундақ аптомобилларни йирақтин контрол қилғили вә ишлимәс қилип қойғили болиду.”

Хәвәрдә дейилишичә, бу тәкшүрүш буйруқи байден һөкүмитиниң америка санаитини хитайниң күнсайин күчийиватқан тор һуҗуми тәһдитидин қоғдаш һәрикәтлириниң бири болуп, у, америкадики машиниларда бәзи запчасларни ишлитишкә чәк қоюшни кәлтүрүп чиқириши мумкинкән.

Президент байден баянатида, америка сода министирлиқиниң тәкшүрүш арқилиқ әгәр чәтәл һөкүмәтлири аптомобил системисидики санлиқ мәлуматларға еришкән тәқдирдә келип чиқиш еһтимали болған хәвпләр үстидә издинидиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, һазирқи заманиви техникилар билән ясап чиқилған машинилар юмшақ деталлар билән компютерға улинидиған болуп, у сензор, әп вә камера арқилиқ нурғун учурларни топлиялайдикән.

Алдинқи һәптә, байден һөкүмити йәнә американиң деңиз бихәтәрликини қоғдашқа 20 милярд доллардин артуқ мәбләғ селиш пиланини җакарлиған болуп, уму американиң портлирида қоллиниливатқан хитай ясиған илғар юмшақ деталларға игә киранларниң дөләт бихәтәрликигә елип келидиған тәһдитини чиқиш қилғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.