Хитай кишилик һоқуқ адвокатлар җәмийити йеңи йиллиқ тәбрик сөзи: “кечә түгәп һаман таң атиду”

Мухбиримиз меһрибан
2015.12.31

Хитай кишилик һоқуқ адвокатлар җәмийити 2015-йил 31- декабир“ кечә түгәп таң атиду” сәрләвһилик йеңи йиллиқ тәбрик сөзи елан қилди.

Хитай кишилик һоқуқ адвокатлар җәмийити хитайдики аммиви тәшкилат болуп, тәшкилатниң хоңкоңдики ишханиси 31-декабир елан қилған йеңи йиллиқ тәбрик сөзидә,“кишилик һоқуқ адвокатлири үчүн 2015 йил әң мушәққәтлик йил болди, йенимиздики достлиримиз түрмиләргә қамалди, қорқунч вә қабаһәт әтрапимизда айлинип йүридиған вәзийәт шәкилләнди. Даириләрниң бастуруши чекигә йәтти, әмма пурсәт йәнила җәң елан қилиш арқилиқ қолға келиду. Кишилик һоқуқ адвокатлири бесим вә қорқутуш алдидиму ирадисидин қайтмиди, улар йәнила кишилик һоқуқ вә қанунни қоғдашниң  алдинқи сепидә кетиватиду. Дәврниң чоң өзгириши алдидики бу кечидә, кишилик һоқуқ адвокатлири һәргиз қол қоштуруп турғучилардин болмайду. Бәлки етиш алдидики гүзәл таңни күтүвелиш үчүн, әркинлик йолидики мушәққәт вә җапани қучақлиғиничә, йепйеңи келәчәкни издәйду!” дегән сөзләр йезилған.

31- Декабир күни йәнә бултур хитай һөкүмити тәрипидин “ дөләтни парчилаш җинайити” билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң адвокатлиридин лию шавйүән әпәндиму йеңи йиллиқ тәбрик сөзи йезип, “ 2015-йил билән хошлишиш алдида туруптуқ, бирдин-бир арзуйимиз тутқун қилинған кәсипдашлиримизниң йеңи бир йилда тинч-аман қайтип келишини тиләш!” дегән.

2015-Йили 7-айниң 10- күнидин 12- көнигичә хитай җ х министирлиқи һәрқайси җайларда кишилик һоқуқ адвокатлирини тутқун қилиш вәқәси йүз бәргән. Икки күн ичидила 240 нәпәр  кишилик һоқуқ адвокати тутқун қилинип, 100 дин артуқ адвокат сорақ қилинғанлиқи хәвәр қилинған.

Кейин бир қисим адвокатлар қоюп берилгән болсиму, йәнила нурғун адвокатлар ниң хитай түрмисидә икәнлики илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.