Америка һөкүмити хитайдики хәлқ намайишиға инкас қайтурди

Мухбиримиз әзиз
2022.11.29

Үрүмчидики от апитидин кейин хитайниң он нәччә шәһиридә оттуриға чиққан хәлқ намайишиға қарита америка һөкүмити 28-ноябир күни рәсмий инкас қайтурди. Ақсарайниң бу һәқтики баянатида бу намайишлар тоғрисида “биз узундин буян америка вә башқа җайлардики һәммила кишиниң тинч шәкилдә намайиш қилиш һоқуқи бар, дәп келиватимиз” дейилиду. Дөләт бихәтәрлик кеңишиниң баянатчиси җон кирбий (John F. Kirby) Бу һәқтә мухбирларниң соаллириға җаваб берип “президент дунядики намайишчилар һәққидә сөз қилмайду. Уларниң өзлири бу тоғрилиқ сөз қилиду” дегән.

“ню-йорк вақти” гезитиниң 28-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, ақсарайниң хитайдики намайишлар һәққидики баянати уларниң ирандики хәлқ намайишиға қарита елан қилған сөзлиригә селиштурғанда сус болған. Шу сәвәбтин америка кеңәш палатасиниң әзаси тед круз (Ted Cruz) өзиниң һәқтики баянатида техиму күчлүк қилип: “хитай һөкүмити вирусниң мәнбәси вә ақивити һәққидә изчил ялған сөзләп келиватиду. Әмди болса бу ишлар уларниң системилиқ һәқләр дәпсәндичилики, җүмлидин шинҗаңдики давам қиливатқан қирғинчилиқ қилмишлири билән бир йәрдин чиқиватиду” дегән. “җәнубий хитай сәһәр почтиси гезити” бу хил күчлүк тәнқидни ипадилигәнләрдин йәнә америка авам палатасиниң рәисликини үстигә елишқа тәйярлиқ қиливатқан кевин маккартий (Kevin McCarthy) ниңму барлиқини, униңму тед крузға охшаш пикирдә икәнликини алаһидә әскәртиду.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси гезити” ниң обзорида ейтилишичә, бир қисим мутәхәссисләр вә мәслиһәтчиләр, җүмлидин вашингтон шәһиридики брокиң ақиллар мәркизиниң тәтқиқатчиси раян хас (Ryan Hass) ақсарайни хитайдики хәлқ намайишиға арилашмаслиқ, шу арқилиқ хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтләрни “чәтәл дүшмән күчлириниң бузғунчилиқи” дейишидин сақлинишқа дәвәт қилип кәлмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.