Хоңкоң район башлиқи бейҗиңдин “бир дөләттә икки хил түзүм болуш” қа капаләтлик қилишни тәләп қилған
2016.06.21
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хоңкоң район башлиқи йеқинда бейҗиң даирилиригә мәктуп йоллап, хоңкоңлуқ бәш китаб содигириниң тутуп кетилиши вә уларниң чоң қуруқлуқта сорақ қилинишиниң “бир дөләттә, икки хил түзүм болуш” сияситигә хилап икәнликини билдүргән вә хоңкоң пуқралириниң қануний һәқ-һоқуқлириға капаләтлик тәләп қилған.
Ройтерсниң хәвиридә әскәртилишичә, хоңкоң район башлиқи ляң җенйиң мәктупта оттуриға қойған бу тәлипини хоңкоң мәҗлисидики сөзидә тилға алған.
1997-Йили хоңкоң хитайға қайтурулғандики вәдә бойичә хоңкоң аһалилириниң мәсилилири хоңкоңниң йәрлик асасий қануний бойичә бир тәрәп қилиниши керәк. Әмма хитай дөләт рәһбәрлири һәққидә китаб нәшр қилған 5 содигәрниң хитай дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилиши вә улардин хәвәр елинмаслиқи хоңкоңлуқларни әндишигә салған.
Бир түркүм хоңкоңлуқлар өткән шәнбә күни бу һәқтә намайиш өткүзүп, кавзибәй китабханисидин бейҗиң иш беҗириш орниға қарап йүрүш қилған вә пикир вә нәшриятчилиқ әркинликини қоғдашни тәләп қилип шоар товлиған.