Үрүмчи шәһириниң сабиқ башлиқи ясин сидиқ тутқун қилинған
2023.04.06
Хитай һөкүмити йәнә бир йоқири дәриҗилик уйғур әмәлдарни тутқун қилған. Хитайниң мәркизи интизам тәкшүрүш комитети вә дөләт ривизийә комитети 6-април күни елан қилған уқтурушида, үрүмчи шәһириниң сабиқ шәһәр башлиқи, уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити партийә гурупписиниң баш катипи вә секритари ясин сидиқниң тутуп туруп тәкшүрүливатқанлиқини елан қилған.
Уқтурушта ясин сидиқниң “партийә интизами вә қанунға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш” гумани билән тәкшүрүливатқанлиқи билдүрүлгән.
Мәзкур комитетниң тор беـтидики уқтуруштин қариғанда, ясин сидиқ илгири аратүрк наһийәсиниң һакими вә муавин партком секритари, қумул вилайәтлик парткомниң даимий һәйити вә қомул вилайитиниң муавин валийси, қәшқәр вилайәтлик парткомниң муавин секритари, интизам тәкшүрүш комитетиниң секритари, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети қәшқәр вилайәтлик хизмәт комитетиниң мудири қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.
У 2017-йили 11-айда үрүмчи шәһәрлик парткомниң муавин секритари қилип йөткәп келингәндин кейин, 2018-йил 1-айдин башлап үрүмчи шәһириниң башлиқи болуп вәзипә өтигән, кейин йәнә уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити партийә гурупписиниң баш катипи вә секритарлиқиға өстүрүлгән.
Ясин сидиқ хитай һөкүмити уйғур елида лагерларни йолға қоюп, кәң көләмдә адәм тутуватқан вә һәмдә уйғурларни хитайлаштуруш сияситини қаттиқ күчәйткән бир мәзгилдә “уйғурлар түркләрниң әвлади әмәс” дегән баянат характерлиқ мақалисини елан қилған иди.
У 2018-йили 8-айда “үрүмчи кәчлик гезити” дә елан қилған шу мақалисидә “шинҗаңдики милләтләр җуңхуа миллити билән қандашлиқ мунасивитигә игә, ‛үч хил күч‚ләр тарихни бурмилап, уйғурларни түркләрниң әвлади, түркләр билән уйғурлар қериндаш дегәнни тәшвиқ қилди. Қәдимдин тартип уйғурлар җуңхуа миллити қандашлиқ аилисиниң бир қисми болуп кәлди” дәп язған. Униң бу сөзлиригә чәт әлләрдики тарихчилар күчлүк инкас қайтурған иди.
Хитай һөкүмитиниң сиясәтлиригә яриша садақитини намайән қилишқа тиришқан ясин сидиқниңму хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилиниши, хитай үчүн хизмәт қиливатқан һәрқандақ уйғур әмәлдарлириниң ахириқи тәқдириниң һаман хитайниң чаңгилида болидиғанлиқини көрситип бәрмәктә.