Зика вирусиниң америкида партлаш характерлик ямрап кетәлмәйдиғанлиқини билдүрүлди

Мухбиримиз җүмә
2016.01.30

Америкида зика вируси билән юқумланған 31 адәм байқалған болсиму, америка сәһийә хадимлири пәйшәнбә күни мәзкур вирусниң америкида партлаш характерлик ямрап кетәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

“бүгүнки америка” гезитиниң нәқил қилишичә, америка юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизиниң муавин директори анне шучат, нөвәттә америкида юқумланған кишиләр америка пайтәхти вашингтон алаһидә райони қатарлиқ 11 штатқа тарқалған болсиму, юқумдарларниң һәммиси мәзкур вирусни юқум районлирида саяһәт қилиш җәрянида юқтурувалғанлиқини билдүргән.

Зика вируси бундин 70 йил бурун уганда зика орманлиқидики маймунларда байқалған болғачқа “зика вируси” дәп аталған.

Зика вирусини әдис пашиси йәни қара паша елип йүридиған болуп, мәзкур пашилар асасән тропик вә субтропик бәлвағларда яшайдикән.

Мәзкур вирус бу қетим җәнубий америкидики биразилийәни мәркәз қилғандин башқа дунядики көпинчә дөләтләрдә байқалған.

Биразилийә алимлири зика вирусиниң бовақларниң әйибнақ туғулушиға сәвәб болидиғанлиқи, униң бовақларниң нерва системиси вә меңисидә кәмтүклүк пәйда қилидиғанлиқини байқиған.

Биразилийә президенти дилма россеф җүмә күндики баянатида нөвәттә биразилийәдә зика вирусини елип йүридиған пашиларни кәң көләмлик тазилаш һәрикити башланғанлиқини уқтурди.

“бүгүнки америка” гезитиниң нәқил елип көрситишичә йәнә, қара паша америкиниң иссиқрақ җайлирида мәвҗут болсиму, чәтәлләрдә зика вирусини юқтурувалған айрим шәхсләрниң мәзкур вирусини америкида тарқитиши интайин қейин икән.

Бу һәқтә тохталған атланта әморй институти муһит тәтқиқати факултети дотсенти гонзало вазкуәз зика вирусиниң юқумлинип қисқа вақит ичидә юқумланған кишини чаққан пашиға юқидиғанлиқи, әмма мәзкур вирусиниң бир һәптә ичидә қандин тазилинип кетидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.