“әркинликкә сәпәр” намлиқ татарлар һәққидики китаб нәширдин чиқти

Абидә тәйярлиди
2013.11.24
erkinlikke-seper-kitab-awstraliye-305.png Айишә маский ханим вә зия маский әпәндиләрниң “әркинликкә сәпәр” намлиқ китаби
Photo: RFA


23 - Ноябир австралийиниң адилайд шәһиридики “татар - башқурт җәмийити”ниң орунлаштурушида айишә маский ханим вә зия маский әпәндиләрниң “әркинликкә сәпәр” намлиқ китабиниң инглиз тили һәм татар тилида мувәппәқийәтлик һалда нәширдин чиққанлиқини һәм базарға селинғанлиқини тәбрикләш паалийити елип берилди. Бу паалийәткә җәнубий австралийә штатлиқ һөкүмитиниң вәкиллири, татар - башқурт җәмийәт әзалири шундақла шәрқий түркистан австралийә җәмийәт әзалиридин вәкилләр қатнашти.

Паалийәттә һөкүмәт вәкиллири, татар - башқурт җәмийәт әзалири айишә ханимниң мувәппәқийәтлири үчүн тәбрик сөзлири қилди.

Бүгүнки бу паалийәт үчүн ханимлар шеир, нахшиларни тәйярлап кәлгән болуп, татар тил мәктипи оқуғучилириму өзлири тәйярлап кәлгән номурларни көпчилкниң һозуриға сунди. Улар өзлириниң чүчүк тиллири билән айишә маский ханим иҗадийәтлиридин болған шеирлардин бирни декламатсийә қилип көпчиликниң қизғин алқишлириға еришти.

Бу китаб һәққидә техиму ениқ учурларға еришиш үчүн китаб аптори айишә маский ханимни зиярәт қилдуқ.

Бүгүнки бу паалийәткә қатнашқан, “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ китабниң аптори сөйүнгүл ханим паалийәттин кийин зияритимизни қобул қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.