“түрк дуняси тарих журнили”ниң 7 - айлиқ сани уйғур мәсилисигә беғишланди
2015.07.26

Мәркизи түркийәниң истанбул шәһридә турушлуқ шәрқий түркистан тәтқиқат вәхпи тәрипидин нәшир қилиниватқан “түрк дуняси тарих журнили”ниң 7 - айлиқ санида уйғур мәсилисигә алаһидә орун берилди. Айда бир сан нәшир қилиниватқан журналниң 2015 - йили 7 - айлиқ сани мәхсус уйғур мәсилисигә айрилған болуп, мәзкур санда журналниң баш тәһрири көзхан язған әпәнди язған “түркләрниң қаниған яриси - шәрқий түркистан” мавзулуқ баш мақалисиға, др. Қилич буғра қанат язған “шәрқий түркистан трагедийиси - уйғурлар дучар боливатқан зулум” мавзулуқ мақалисиға вә шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк билән елип берилған “шәрқий түркистандики вәқәләр тоғрисида сөһбәт” мавзулуқ узун соһбәт хатирисигә орун берилгән.
Түрк дуняси тәтқиқатлири вәқпиниң башлиқи, журналниң баш тәһрири көзхан язған әпәнди, журналға язған баш мақалисида шәрқий түркистанға беғишлап мәхсус сан чиқириштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ дәп язған:
Бүгүнки күндә шәрқий түркистан нопусиниң көпини хитайлар игиләп болди. Хитай шәрқий түркистанни бесивалғандин кейин уйғур қериндашлиримиз қийин вәзийәттә яшашқа мәҗбур болмақта. Хитайниң бу бесимиға наразилиқ билдүргән уйғурлар вәһшилик билән бастурулмақта. Җамаәт әрбаплири, зиялийлар халиғанчә тутқун қилинмақта, тән җазасиға учримақта вә өлүм җазаси берилмақта.
Өз вәтинидә азсанлиқ милләт һалиға чүшүп қалған уйғурлар, ишсиз қалмақта, йоқсуллаштурулмақта вә уйғурлар хитайлаштуриливатқан бүгүнки күндә дуня дөләтлири буниңға қарап турмақта. Бундақ бир пәйиттә уйғур трагедийәсини түрк җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн шәрқий түркистан үчүн мәхсус сан чиқардуқ.
Биз журналниң бу санида соһбәт хатириси елан қилинған уйғур хәвәр тәтқиқат мәркизи мәсуллиридин һамут гөктүрк вә тәклимакан уйғур нәширияти башлиқи абдуҗелил туран әпәнди билән соһбәт елип бардуқ.
Улар “түрк дуняси тарих журнили”ниң 28 йилдин бери изчил һалда нәшир қилиниватқан түркий милләтләрниң тарихи, мәдәнийити вә археологийәси тоғрисидики мақалиларға орун берилгән журнал икәнликини, пүтүн түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр районлириға тарқитиливатқанлиқини, бу журналниң шәрқий түркистан тоғрисида мәхсус сан чиқиришиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.