Уйғур дияри билән хитайниң деңиз бойидики районлириниң кирим пәрқидики һаң давамлиқ кеңәймәктикән
2018.05.10
Хитай дөләтлик статистика идариси икки күн аввал хитайдики 31 өлкә, аптоном район вә чоң шәһәрниң 2018-йилдики дәсләпки 3 айлиқ киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирим көрсәткүчини елан қилди.
Хитай даирилириниң көрсәткүчидә көрситилишичә, тибәт билән уйғур аптоном райони хитайдики кирими әң төвән район болуп, 30 вә 31-орунни игилигән. Шаңхәй шәһири хитайдики пуқраларниң кирими әң юқири шәһәр болуп, пуқраларниң киши бешиға тоғра келидиған 3 айлиқ оттуричә кирими 17 миң 277 йүән дәп елан қилинған. Униңдин қалса бейҗиң шәһири, җеҗяң өлкиси, җяңсу өлкиси вә тйәнҗин шәһири пуқраларниң кирими әң юқири алдинқи 5 өлкә-шәһәрниң қатаридин орун алған.
Хитай статистика идарисиниң көрсәткүчидә қәйт қилинишичә, уйғур аптоном районидики пуқраларниң бу йилниң дәсләпки 3 ейидики киши бешиға тоғра келидиған кирими 4593 йүән, тибәтниң 3136 йүән икән. Хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик почта гезити” ниң хәвиридә, юқириқи районлардики пуқраларниң кирими өскәндәк қилсиму, лекин улар билән хитайниң шаңхәй, җеҗяң вә тйәнҗингә охшаш районлириниң кирим пәрқидики һаңниң кеңийиватқанлиқини билдүргән.
Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, кирим пәрқидики бу ғайәт зор һаңни хитай һөкүмитиниң сиясити пәйда қилған. Америкадики вәзийәт анализчиси, америка принситон университети хитай тәтқиқат мәркизиниң илмий хадими доктор чен куйде әпәнди бу районлар оттурисидики пәрқ кишини чөчүтиду, дәп көрсәтти.
У мундақ дәйду: “ 2018-йилниң 1-чарикидики статистика шуни көрситиду, шинҗаң вә шизаңниң деңиз бойидики шаңхәй, бейҗиңдәк шәһәрләр билән болған кирим пәрқи барғансери кеңәймәктә. Бу әһвал изчил мәвҗут һадисә болуп, демәк йәнә давамлишиватиду. Уларниң хәлқ турмуши вә киримидики пәрқниң бунчилик зор болуши адәмни чөчүтиду. Бу пәрқ узун йиллиқ мәсилә дейилсиму, лекин бу һаңниң һазирға қәдәр давамлишип келиши вә униң давамлиқ чоңийиши хитай һөкүмитиниң йолға қоюватқан сияситигә бағлиқ болмай қалмайду. Бу әлвәттә униң иқтисади, иҗтимаий сияситигә бағлиқ болупла қалмай, әң муһими хитайниң шинҗаң вә шизаңда йолға қоюватқан қаттиқ тәқиб қилиш, қаттиқ чәкләш сияситигә, уларниң башқа өлкиләр вә хәлқара билән болған иқтисади алақисини қаттиқ чәклишигә мунасивәтлик.”
Бәзи уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, уйғур райони билән хитай өлкилириниң кирим пәрқидики һаң 1950-йилларда башланған. Америкадики вәзийәт анализчиси, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу пәрқниң кейинки 30 йиллиқ ислаһат дәвридә техиму еғирлашқанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “бу пәрқ асасән хитайниң сиясити түпәйли уйғурлар барғансери арқиға чекинип, қорсиқи аранла тойидиған, һәтта бәзи районларда қорсиқиму тоймайдиған әһвалға чүшүп қалғанлиқиниң дәлил-испати десәк болиду. 80-Йилларда бир хитай профессорниң язған бир китаби бар иди. ‛җираниң ичидики хитай‚ дегән. Шуниңда йезилишичә, таки 50-йилларғичә бизниң вәтәнниң омумий кирими вә турмуш сәвийәси хитайға селиштурғанда, 20 нәччә пирсәнт юқири иди. Демәк, уйғурларниң турмуши ислаһаттин кейин уларни қәстән намрат қалдурушниң алдида яхши иди. Лекин униң сиясий һазирқи бу зор пәрқни кәлтүрүп чиқарди.”
Хитайдики һәр қайси районларниң кирим пәрқи һәққидики юқириқи статистика хитай һөкүмити“бир бәлвағ, бир йол” истратегийәлик пиланиниң түгүнидики уйғур аптоном райониға ғайәт зор мәбләғ селип, униң ул әслиһәләр қурулуши, хәлқ турмуши вә иҗтимаий, иқтисади әһвалида зор өзгириш пәйда қилғанлиқини илгири илгири сүрүлүп кәлгән мәзгилдә елан қилинди. Уйғур аптоном райони 2017-йили йеза-игилик, қатнаш, енергийә, учур санаити, иҗтимаий хизмәт, шәһәр-базар қурулуши, өй-мүлүк вә бинакарлиқ қатарлиқ 10 хил түрдики муқим мүлүккә 150 милярд йүән мәбләғ селиш пиланини оттуриға қойған.
Лекин илшат һәсән әпәндиниң илгири сүрүшичә, бу йәрдики әң һалқилиқ мәсилә бу мәбләғниң қәйәргә селиниватқанлиқи вә кимгә пайда йәткүзүватқанлиқи икән. У мундақ дәйду: “бу мәбләғ нәгә селиниватиду, нәгә хәҗлиниватиду. Бизниң вәтән билән тибәттә бу мәбләғниң асаслиқ қисми сақчи, қорал вә шу йәрдики хәлқләрни назарәт қилишқа, шуниңға ишләткән әслиһәләргә кетип бариду. Йәнә бир җәһәттин, бу мәбләғниң һечқайсиси йәрликкә мәнпәәт әкәлмиди. Мәсилән, хитайниң шаңхәйдики бир ширкити барған болса униң кирими йәнә шаңхәйгә кетиду. Чүнки улар өзиниң адәмлирини ишлитиду. Шуңа бу хәлқниң турмушиға мунасивәтсиз, уларға һечқандақ мәнпәәт елип кәлмәйду.”
Америкадики хитай иқтисадшунаслириниң қаришичә, киримдики пәрқни районлар оттурисидики пәрқ пәйда қилмиған. Америкадики хитай иқтисадшунас хе чиңлйән пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, киримдики пәрқни уйғур райониниң җуғрапийилик орни, тил мәсилиси қатарлиқ әмәлий амиллар пәйда қилғанлиқини илгири сүрди.
У мундақ дәйду: “хитайниң кирим пәрқидики мәсилә районларниң пәрқидики мәсилә әмәс. Бәлки, әмәлий амилларниң пәрқидики мәсилә. Немишқа ундақ дәймиз, чүнки, районларниң пәрқини алға сүрүп, шинҗаң билән шаңхәйни кирими охшаш болсун яки көп пәрқләнмисун десиңиз, шинҗаңниң җуғрапийилик шараитида буни ишқа ашурмақ мумкин әмәс. Шуңа районларниң пәрқини бәк тәкитләш мувапиқ болмайду. Шуңа, мән әмәлий амиллардики пәрқни тәкитләш керәк, дәп қараймән. Шинҗаң билән шаңхәйниң, гәнсу билән гуаңдуңни охшап орунға қоялмайсиз. Мән нурғун йиллар илгири шинҗаңға барған. Йәрлик бир кадир маңа турпан билән шаңхәйниң кирим пәрқи бәк чоңлуқини ейтқан иди. Мән униңға иқтисад җуғрапийәси оқуған-оқумиғанлиқини соридим. Униңға иқтисад җуғрапийәсини оқусиңиз, районлар оттурисидики пәрқни йоқитишниң мумкин әмәсликини билисиз, дегән идим.”
Лекин доктор чен куйде әпәнди хе чиңлйәнниң бу қаришини қәтий рәт қилди. Униң көрситишичә, хе чиңлйән оттуриға қойған бу әмәлий амилларни хитай һөкүмитиниң сиясити кәлтүрүп чиқарғаникән.
Чен куйде мундақ дәйду: “деңиз бойидики районлар билән ички районлар оттурисидики пәрқ изчил мәвҗут мәсилә. Лекин һазир бу пәрқ барғансери чоңийиватиду. Буниң өзи бир мәсилини ипадиләп бериду. Униң уйғурларниң хизмәт җәһәттики иқтидариға даир әмәлий амиллар һәққидики пикри мәсилиниң әсли сәвәби, әң негизлик сәвәби әмәс. Бу йәрдики һалқилиқ мәсилә шу, уларға маарип, көңүл бөлүш, байлиқ тәқсимати, кәспий тәрбийәлиниш қатарлиқ җәһәтләрдә адил вә охшаш муамилә қилиндиму, дегән мәсилидур. Булар интайин зор мәсилиләр. Әгәр улар бу җәһәтләрдә адил, охшаш муамилигә еришмигән болса, униң пәйда қилған хизмәт, кәспий иқтидар вәһаказалар җәһәттики ақивитини хитай һөкүмитиниң миллий сиясити кәлтүрүп чиқарған болиду. Демәк, бу һазир иқтисади турмуш вә ишқа орунлишиш қатарлиқ җәһәтләрдә өзини көрситиватиду. Хитай һөкүмитиниң узун йиллиқ миллий сиясити бу ақивәтни кәлтүрүп чиқарған болсиму, лекин сиз ейтқан юқириқи иқтисадшунас ханим бу әһвални көрди. Лекин у немә үчүн бу әһвал келип чиқиду, дегән мәсилини ойлашни халимиған охшайду.”
Хитай статистика идарисиниң көрсәткүчидә көрситилишичә, хитайниң деңиз бойидики районлар билән уйғур аптоном райони, тибәт қатарлиқ районларниң кирим пәрқидики һаң кеңийиватқан болсиму, лекин хитайниң мәмликәтлик оттуричә кирими өткән йилниң охшаш мәзгилдикидин 6 пирсәнт ашқан. Анализчилар, мәмликәт бойичә оттуричә кирим өссиму, районларниң кирим пәрқидики һаңниң чоңийиши хитайда еғир иҗтимаий, иқтисади вә муқимлиқ җәһәтләрдики мәсилилирини пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.