Абдувәли аюп қатарлиқ үч нәпәр виҗдан мәһбусиға һөкүм елан қилинған

Мухбиримиз қутлан
2014.08.26
Abduweli-Ayup-Muhemmetsidiq.JPG Абдувәли аюп билән муһәммәтсидиқ “ана тил хәлқара сода чәклик ширкити” ниң қурулуш мурасимида. 2013-Йил 1-авғуст, үрүмчи.
Oqurmendin


Абдувәли аюп, муһәммәтсидиқ вә диляр обул қатарлиқ үч нәпәр виҗдан мәһбуси тутқун қилинип топ - тоғра бир йил өткәндә уларға җаза һөкүми елан қилинғанлиқи мәлум болмақта.

Игилишимизчә, абдувәли аюп қатарлиқ “ана тил хәлқара чәклик ширкити” ниң тутқундики үч нәпәр асаслиқ қурғучиси бу йил 11 - июлда үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ сот мәһкимисидә сотланған. Һалбуки, уларға берилгән җаза һөкүми сот мәйданида елан қилинмиған. Әйни вақитта үчәйләнниң аилә тавабиатлириға сот һөкүмини сақлаш уқтурулған.

Бүгүн абдувәли аюпниң уруқ - туғқанлиридин игилишимизчә, 21 - авғуст күни, йәни абдувәли аюп қатарлиқлар тутқун қилинғиниға топ - тоғра бир йил толған күни улар сот мәһкимисиниң ахириқи һөкүмнамисини тапшурувалған.

Һөкүмнамидә, “ана тил хәлқара чәклик ширкити” ниң директори муһәммәтсидиққа 2 йил 3 айлиқ муддәтлик қамақ җазаси вә қошумчә 130 миң сом җәриманә, ширкәтниң мудирийәт әзалиридин диляр обулға 2 йиллиқ муддәтлик қамақ җазаси вә 100 миң сом җәриманә, абдувәли аюпқа 1 йил 6 айлиқ муддәтлик қамақ җазаси вә 80 миң сом җәриманә қоюлған.

Абдувәли аюпниң туғқанлириниң билдүрүшичә, сотниң ахириқи һөкүми елан қилинғандин кейин, абдувәли аюп билән диляр обул иккәйлән “башқа дәва - дәстуримиз йоқ” дәп һөкүмнамигә имза қойғанлиқи мәлум. Ваһаләнки, муһәммәтсидиқниң мәзкур һөкүмнамигә сүкүт қилғанлиқи яки йоқири сотқа әрз сунғанлиқи мәлум әмәскән.

Сот һөкүмидә абдувәли аюп қатарлиқ “ана тил хәлқара чәклик ширкити” ниң үч нәпәр мәсул хадиминиң айрим - айрим һалда “җамаәт аманәт пуллирини қанунсиз қобул қилғанлиқ җинайити өткүзгәнлики үчүн муддәтлик қамақ җазаси” берилгәнлики вә җәриманә қоюлғанлиқи әскәртилгән.

Һөкүмнамидә йәнә йоқириқи үчәйләнниң җаза муддитиниң 2013 - йили 20 - авғустта тутқун қилинған күндин башлап һесаблинидиғанлиқи тәкитләнгән.

Абдувәли аюпниң туғқанлириниң билдүрүшичә, навада мәзкур сот һөкүмидә қәйт қилинған мәзмунлар рәсмий күчкә игә қилинса, абдувәли аюпниң йәнә 6 айдин кейин түрмидин қоюп берилиши мумкин икән.

Мәлум болушичә, абдувәли аюп қатарлиқ үчәйлән техичә үрүмчи людавандики 4 - түрмидә қамақлиқ болуп, җаза һөкүминиң қачандин башлап иҗра қилинидиғанлиқи ениқ әмәскән. Уларниң уруқ - туғқанлири техичә улар билән йүзтуранә көришәлмигән, пәқәт адвокатниң вастиси билән әһваллишип турған.

Һазирғичә, хитай һөкүмәт таратқулирида болсун яки аммимий учур вастилиридә болсун, уларниң сотлиниш җәряни вә сот һөкүми тоғрилиқ һечқандақ хәвәр берилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.