Уйғурлар вашингтондики хитай әлчиханиси алдида матәм баянати бәрди
2015.09.30
Дуня уйғур қурултийи сентәбирниң бешида чақириқ елан қилип “1-өктәбир хитай һөкүмити тәнтәнә билән өткүзмәкчи болған аталмиш ‛уйғур аптоном райони‚ қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ той күни болса, шәрқи түркистан хәлқи үчүн бир матәм вә мусибәт күнидур!” дәп җакарлиди вә бу мунасивәт билән чәтәлләрдики пүтүн шәрқи түркистан тәшкилатлириға, уйғур җамаитигә 1-өктәбирниң алди-кәйнидә, өзлири паалийәт елип бериватқан дөләтләрниң қанунлири йол қойған даиридә, намайиш вә йиғилиш паалийәтлири қатарлиқ һәр хил шәкилдики наразилиқ паалийәтлирини елип беришни тәләп қилған иди.
Мана бүгүн, 30-сентәбир пайтәхт вашингтон алаһидә райони вә униң әтрапида яшаватқан уйғурлар, хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси алдиға йиғилип хитай коммунист армийиси 1949-йили шәрқи түркистанни ишғал қилғанлиқиниң 66 йиллиқи, 1955-йили “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқини җакарлиғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзди. Бу намайишқа уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим өзи йетәкчилик қилди вә хитайниң 60 йилдин буян уйғурларға қарита йүргүзүватқан ирқий, миллий қирғинчилиқи, зулум вә бесим сиясити паш қилинған вә әйибләнгән мәзмунда наразилиқ баянати елан қилди.
Юқиридики улиништин, мухбиримизниң нәқ мәйдандин бәргән мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиләр.