Уйғур аялларниң айродромлардики бихәтәрлик тәкшүрүшлиридә еғир хорлуққа учраватқанлиқи инкас қилинди
2016.12.21

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики диний чәкләш, бастуруш һәрикәтлиридә, уйғур аяллириниң йәниму зор дәпсәндичиликләргә учраватқанлиқи һәққидики инкаслар көпәймәктә.
Һәтта буни сақчиларниңму дәлиллигәнлики радийомизда аңлитилғандин кейин. Өзиниң хорлуққа учраш әһвалини мәлум қилиш қарариға кәлгән бир ханим, нам шәрипини ашкарилимаслиқ шәрти астида биз билән сөһбәтләшти. Түркийәгә йәрләшкинигә 6 ай болған бу ханимниң баян қилишичә, болупму айродромлардики бихәтәрлик тәкшүрүш орунлирида, әр яки аял болушидин қәтийнәзәр, уйғур болсила һәр қандақ тәкшүрүш орунлирида давамлиқ нуқтилиқ тәкшүрүш обйекти болуп кәлмәктә.
Миллий вә диний йосунда йепиқ кийингән, һиҗабланған уйғур қиз, аяллири сақчиханилардила әмәс, айродромдәк очуқчилиқта, кишиләрниң нәзири астидиму охшашла, әр сақчилар тәрипидин яғлиқлири елип ташлинип, кийимлири салдурулуп мәҗбурий ахтурушқа учрап, кишилик ғурури, аяллиқ иззәт һөрмити дәпсәндә қилинмақта.
Бу ханимниң, үрүмчи айродромида қәлбини ярилиған әнә ашундақ хорлуқ сәргүзәштисини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.