Б д т да хитай һүкүмитидин балилар һәқлири тоғрисида соал соралди
2013.09.27
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 24 - нөвәтлик инсан һәқлири омумийиғининиң әң ахирқи күнлири йәни 26 - , 27 - синтәбир күнлири мәхсус йиғин чақирилип хитай һүкүмитигә вакалитән бейҗиңдин кәлгән 42 вәкилдин балилар һәқ - һоқуқлири тоғрисида соал соралған.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң ейтишичә, хитай вәкилләрдин уйғур балилири тоғрисида 11 соал соралған болуп, хитай вәкилләр түзүк җаваб берәлмигән.
Йиғинға 24 - нөвәтлик инсан һәқлири омумийиғиниға б д т балилар һәқ - һоқуқлири комитети мәсуллири вә әзалири, һәр қайси дөләтниң вәкиллири, хәлқара аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, һәр қайси дөләтләрниң б д т да турушлуқ әлчилири вә хитай вәкилләрдин болуп 200 әтрапида киши қатнашти. Йиғинда нуқтилиқ һалда хитайдики балиларниң һәқ - һоқуқлири дәпсәндичилики тоғрисида хитай вәкилләрдин соал соралди.
Рабийә қадир ханимниң ейтишичә, муавин рәис сейит түмтүрк, өмәр қанат, майик вә долқун әйса қатарлиқ кишиләрдин тәркип тапқан һәйәтниң 14 - синтәбир күнидин 27 - синтәбир күнигичә елип барған паалийити ғәлибилик ахирлашқан болуп, улар б д т дики пүтүн комитетларға пакитлиқ доклатларни сунған. Бу пакитларниң көпи әркин ася радиосидин елинған пакитлар болуп, кишиләрни ишәндүрүш күчи интайин күчлүк икән. Рабийә қадир ханим бәргән мәлуматқа асасланғанда, хитай һөкүмити д у қ һәйитини б д т дин қоғлап чиқириш үчүн көп тиришқан болсиму, д у қ һәйити пүтүн паалийәтлирини мувәппәқийәтлик елип барған.
Д у қ вәкиллириниң җәнвәдики икки һәптилик паалийити келәр ай б д т дә өткүзилидиған хитайни инсан һәқлири җәһәттин умумийүзлүк тәкшүрүш паалийитигә тәйярлиқ көрүш үчүн елип берилған болуп, бу паалийәт җәрянида нурғун дөләтләрниң қоллап қувәтлишигә еришкән.