Чен покуң: “чен чүәнго натсистлар германийәсидики гестапочилар башлиқиниң ролини еливатиду”

Мухбиримиз меһрибан
2018.03.07
chen-pokung-yighin.jpg Хитай анализчи покуң әпәнди америка дөләт мәҗлисидә “уйғурларниң диний әркинлики вә мәдәнийити искәнҗигә елинмақта” темисида ечилған йиғинда. 2018-Йили 26-феврал, вашингтон.
RFA/Eziz

Бултурдин буян барғанчә яманлишиватқан уйғур дияриниң вәзийити хәлқара таратқуларда “типик сақчи дөлити”, “үсти очуқ түрмә” дегән сүпәтләр билән тәсвирләнмәктә. Уйғурлар вә хитайниң нөвәттики вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан хитай анализчилиридин чен покуң әпәнди, уйғур диярини үсти очуқ җаза лагериға айландурған чен чүәнгони “натсистлар германийәсидики гестапочиларниң башлиқи” ға охшатти. Шя миң әпәндиму уйғур диярида йолға қоюлуватқан юқири бесимлиқ сиясәтниң әмәлийәттә ши җинпиң башчилиқидики хитай мәркизидин лайиһәлиниватқанлиқини, чен чүәнгониң бу сиясий оюнниң баш ролчиси икәнликини оттуриға қойди.

Тонулған хитай вәзийәт анализчилиридин америкиниң ню-йорк шәһиридики обзорчи чен покуң әпәнди йеқинда елан қилған “чен чүәнго йәр шаридики әң чоң үсти очуқ түрмини бәрпа қилди” сәрләвһилик обзор мақалисидә 2016-йил 8-айдин башлап уйғур диярида партком секретарлиқ вәзиписигә олтурған чен чүәнгониң уйғур диярини типик “сақчи дөлити” гә айландуруп, йүзмиңлиған уйғурларни гелер геманийәси дәвридә йәһудийлар қамалған “җаза лагерлири” йәни аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә қамаватқанлиқини тәкитлиди.

Обзорчи чен покуң мундақ деди: “чен чүәнго районда ‛асманда тор йәрдә қапқан‚ назарәт системиси қурди. У келиши биләнла уйғур дияридики сақчиларни һәссиләп көпәйтип, йеңидин 30 миңдин артуқ сақчи қобул қилди. Пүткүл районда йеңидин қурулған аталмиш бихәтәрлик тәкшүрүш понкитлири 7300 гә йәткүзүлди. Коча-койлардин аһалиләрниң өйлиригичә һәммә җайға көзитиш камералири орнитилди. Мәктәп балилиридин пуқраларғичә қол телефонлар халиғанчә тәкшүрүлүп, компютерларға назарәт юмталлири орнитилди. Пүткүл уйғур диярида доқмуш-доқмушларда сақчи қаравулханилири қурулди.”

Чен покуң әпәнди йәнә чен чүәнгони йеңи дәврдики “гестапочилар каттивеши” дәп тәсвирләп, нөвәттә уйғурларниң 2-дуня уруши дәвридә йәһудийлар учриғандәк пүткүл милләт бойичә җазалиниш қисмитигә учраватқанлиқини тәкитлиди.

Чен покуң мундақ дәйду: “чен чүәнгони заманимиздики гестапочиларниң каттивеши дәп тәсвирләш мумкин. Чен чүәнго уйғурларни түркүм-түркүмләп, аталмиш ‛сиясий тәрбийәләш мәркәзлири‚, йәни түрмә түсини алған егиз тамлар қопурулуп, тикәнлик симлар тартилған, назарәт чирағлири орнитилған қамақханиларға қамиди. Таратқулардин ашкарилинишичә, пүткүл шинҗаңда тәхминән 5 пирсәнт уйғур аталмиш ‛сиясий тәрбийәләш мәркәзлири‚ гә қамалған. Җәнубий шинҗаңда тутқун қилинған уйғурлар 40 пирсәнткә йәткүзүлгән. Уларниң қарақсиз қалған балилири дарилтамларға, һәтта хитайниң шәрқий районлиридики дарилтамларға елип кетилгәнлики ашкариланди. Бу җайларни натсистлар германийәси дәвридики җаза лагерлириға яки хитай коммунист һөкүмитиниң илгирики йиллардики ‛әмгәк билән тәрбийәләш мәркәзлири‚ гә охшитиш мумкин. Бу җайларда уйғурлар қаттиқ қийнақларға дуч кәлмәктә. Һәтта йеқинда атақлиқ бир уйғур өлимасиниң бу хил тәрбийәләш мәркизидә өлүп кәткәнлики ашкариланди.”

Чен покуң әпәнди йәнә чен чүәнго дәвридә уйғурларға қаритилған диний етиқад, мәдәнийәт, өрп-адәт бастурушиниң барғанчә радикаллашқинини тәсвирләп, “нөвәттә уйғурларниң ана тилида сөзлишиш, уйғур маарипида тәрбийәлиниши пүтүнләй чәкләнди. Уйғурлар мәдәнийәт җәһәттә хитайлаштуруш, ассимилятсийә қилиниш қисмитигә учримақта. Чен чүәнго дәвридики уйғур дияри хәлқара таратқуларда дейилгәндәк үсти очуқ түрмигә, йәни пүткүл йәр шаридики әң чоң үсти очуқ түрмигә айландурулди” деди.

Ню-йорк шәһәр университетниң сиясий пәнләр профессори, доктор шя миң әпәндиниң қаришичә, чен чүәнгониң нөвәттә уйғур диярида бу хил чекидин ашқан радикал бастуруш сияситини йүргүзүп, уйғур диярини “үсти очуқ түрмә” гә айландурушиға йәнила хитай коммунист һөкүмити вә бу һөкүмәтниң башлиқи ши җинпиңниң “мәңгүлүк падишаһ” болуш чүшини әмәлгә ашуруш арзуси сәвәб болған дейиш мумкин.

Шя миң мундақ деди: “чен чүәнго һазир шинҗаңда назарәтни күчәйтип, һәммә җайни сақчилар қаплиған вәһимилик вәзийәтни барлиққа кәлтүрди. Уйғурлар һазир 2-дуня уруши мәзгилидә йәһудийлар қамалған ‛җаза лагерлири‚ түсидики аталмиш ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ дә җазалиниватиду. Шуңа хәлқарада уйғур дияри ‛үсти очуқ түрмә‚ дәп тәриплиниватиду. Мениңчә, чен чүәнго әмәлийәттә нөвәттә мәңгүлүк падишаһ болуш чүшини әмәлгә ашуруп, хитайда һакиммутләқлиқ сиясәт йүргүзүш арқилиқ хитай коммунист һакимийитини сақлап қелишқа урунуватқан диктатор һөкүмран ши җинпиңниң сияситини садиқлиқ билән иҗра қилғучи бир ғалча, халас. Чен чүәнгониң уйғурларға қарита бу хил чекидин ашқан радикал бастуруш елип беришиға йәнила хитай коммунист һөкүмитиниң сиясити сәвәб болмақта.”

Шя миң әпәнди йәнә уйғурларға қаритилған бу хил бастуруш сияситиниң пүткүл хитай дөлитигә кеңийиш еһтималиға болған әндишисини ипадилиди.

Шя миң әпәндиниң қаришичә, нөвәттә уйғур диярида йүргүзүлүватқан “асманда тор, йәрдә қапқан” шәклидики пүткүл хәлқини назарәт астиға елиш, кишилик әркинлик пүтүнләй чәкләнгән вәзийәт пүткүл хитай дөлитигә кеңийиватқан болуп, әгәр уйғурларға қаритилған радикал бастуруш пүткүл хитай дөлитигә кеңәйсә у һалда пүткүл хитай дөлити һәқиқий исми-җисмиға лайиқ “үсти очуқ түрмә” гә айлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.