Д у қ рәиси әнглийәдә “җаза лагерлири” ға қарши паалийәт елип бармақта
2019.01.22

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң бүгүн лондондин бәргән мәлуматлириға асасланғанда, 21-январ күни у әнглийәдә яшаватқан уйғур актиплиридин рәһимә ханим билән биргә әнглийә падишаһлиқ университетида уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилиси бойичә доклат бәргән.
Рәһимә ханим бу һәқтә тохталғанда, д у қ рәисиниң доклатиниң йиғин залидики оқуғучи вә оқутқучилар арисида күчлүк тәсир қозғиғанлиқини тәкитлиди.
Долқун әйса әпәнди 21-январ күни йәнә әнглийә парламент әзалири билән учришип, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси бойичә сөһбәт елип барған. Әнглийәниң сабиқ ички ишлар министири норман бекир әпәндиму д у қ рәиси билән айрим учришип сөһбәтләрдә болған.
Д у қ рәисиниң лондондики паалийәтлириниң муһим күнтәртиплиридин бири ислами тәшкилатларниң мәсуллири билән учришип, хитайниң уйғур дияридики “җаза лагерлири” ға қарши мусулман дунясини қозғаш үчүн асас һазирлаштин ибарәт болған. У бу сәвәбтин лондондики мәркизи мәсчитни алаһидә зиярәт қилған.
Д у қ рәисиниң әнглийә зиярити 23-январға қәдәр давамлишидикән. Бу җәрянда у әнглийәниң бәзи муһим сиясий әрбаблири билән айрим-айрим учришишлар елип баридикән вә мәркизи лондонда болған кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән җаза лагерлириға қарши 2019-йили бирликтә елип баридиған паалийәтлириниң күнтәртипини ортақ музакирә қилидикән.