Д у қ рәисиниң әнглийәдики 3 күнлүк зиярити нәтиҗилик ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.01.23
dolqun-eysa-engliye.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң әнглийәдики учришишлиридин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-январ.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әнглийәдики көплигән мусулманлар тәшкилатлири билән учришиш өткүзүп, җаза лагерлириға қарши ортақ һәрикәт қилишқа келишкән.

Хитай һакимийитиниң уйғур диярида тәсис қилған “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики җаза лагерлириға қарши әнглийә һөкүмитини һәрикәткә кәлтүрүш һәмдә ислам дунясини ойғитиш мәқситидә 20-январ әнглийә пайтәхти лондонға йетип кәлгән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу үч күн ичидә әнглийә парламент әзалири билән сөһбәтләр елип барғандин сирт, хәлқарада тәсири күчлүк болған мәркизи лондондики бир қисим мусулман тәшкилатлири билән учришишлар өткүзүп, бундин кейин ортақ елип баридиған паалийәтлири тоғрисида өз-ара келишимләрдә болған.

Лондондин зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи әнглийә зияритиниң мәқсити вә исламий тәшкилатлар билән һәмкарлишишниң зөрүрийәтлири тоғрисида тохтилип, 2019-йили ислам дунясини хитайниң җаза лагерлириға қарши омумйүзлүк қозғаш арқилиқ хәлқарада уйғурлар мәсилиси бойичә йәниму зор җамаәт пикри һазирлашниң д у қ ниң хизмәт күнтәртипидики муһим бир нуқта икәнликини тилға алди.

Әнглийәдики уйғур сиясий актиплиридин рәһимә ханимниң билдүрүшичә, 22-январ күни улар мәркизи лондондики ислам дунясида тәсири зор болған бир қисим мусулманлар тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән сөһбәтләр елип берип, уларниң қизғин һесдашлиқи вә қоллишини қолға кәлтүргән. “мусулманларға ярдәм” тәшкилати уйғурларни қоллайдиғанлиқини, бирликтә һәмкарлишип һәрикәт қилишни халайдиғанлиқини билдүргән.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиләр түнүгүн йәнә лондондики “биританийә мусулманлар мәҗлиси” тәшкилатиниму зиярәт қилған. Дуняниң һәрқайси җайлирида 500 дин артуқ тармақ органлири болған бу тәшкилатму д у қ вә уйғурларға ярдәм қолини сунидиғанлиқини билдүргән.

22-январ кәчтә “роһингаларға адаләт” тәшкилатиниң йиғини болуп өткән. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғинда нутуқ сөзләп, уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити вә җаза лагерлири мәсилиси бойичә доклат тәқдим қилған. Рәһимә ханим “роһингаларға адаләт” тәшкилатиниң һәр йәрләрдә ачқан йиғинлирида уйғурлар мәсилисиниму тилға елип келиватқанлиқини, уйғурлар вәзийитини әкс әттүридиған рәсимлик пилакатларни өзлири лайиһәләп ясап чиққанлиқини һәмдә сәһниләргә тизиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.