Фирансийәлик журналист урсула: “йезиватқан китабимда асаслиқи уйғурлар һәққидә тохталдим”

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.07.18
firansiye-muxbir-ursula-1.jpg Уйғурлар тоғрисида язған мақалиси түпәйлидин хитайдин һәйдәлгән фирансийәлик журналист урсула ханим париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида чақирилған 5-июл вәқәси вә илһам тохти тоғрисидики илмий муһакимә йиғинида сөз қилмақта. 2016-Йили 8-июл, фирансийә.
RFA/Qutluq

2015-Йилиниң ахири өзиниң уйғурлар тоғрисида язған мақалиси түпәйлидин хитайдин һәйдәлгән фирансийәлик журналист урсула ханим 8-июл париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида чақирилған 5-июл вәқәси вә илһам тохти тоғрисидики илмий муһакимә йиғини җәрянида бизниң зияритимизни қобул қилип, өзиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисида мәхсус бир китаб йезиватқанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән өзүмниң немә сәвәбтин хитайдин һәйдәлгәнликимдин ибарәт бу вәқә һәққидә китаб йезиватимән. Мундақчә ейтқанда, әсиримдә хитайда немә ишларниң йүз бериватқанлиқини йәни хитай һөкүмити ташқи дунядин йошуруп хәлқара мәтбуатларда ашкарилашни халимиған, бирақ биз чәтәллик журналистлар аллиқачан игилигән бир қисим пакитлиқ мәсилиләр тоғрисида тохталдим” деди.

Урсула ханим әсиридә хитайдики уйғурлар мәсилисиниң асаслиқ тема қилинғанлиқини баян қилип: “уйғурлар мәсилиси әсиримдә асаслиқ оттуриға қоюлди. Чүнки мән уйғурлар һәққидә қәләм тәврәткәнликим үчүн хитайдин һәйдәлгән идим” деди.

Бирақ, у әсирдә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә асаслиқи немиләр һәққидә тохталғанлиқини тилға алмиди.

У, әсиридә йәнә, тибәтләр, хитайдики христиан диний муритлири вә шундақла адәттики йәр земинлиридин, өй-мүлүклиридин айрилған пуқралар тоғрисидиму тохталғанлиқини баян қилип өтти.

Урсула ханим китаби нәшр қилинғандин кейин хитай һөкүмитиниң өзигә һәр-хил бесимларни қилишидин қилчә әнсиримәйдиғанлиқини әскәртип: “мән фирансийәдә яшаймән, шуңа хитай һөкүмитиниң маңа түрлүк тәһдит селишидин қилчә қорқмаймән” деди.

Журналист урсула өзиниң китабиниң фирансуз вә инглиз тиллирида нәшр қилинидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, йеқин кәлгүсидә әсәрниң тәйвән вә хоңкоңларда хитай тилиға тәрҗимә қилинишиниму үмид қилидиғанлиқини ейтти.

Журналист урсула ханим билән елип берилған бу қетимқи сөһбитимизгә һәмсөһбәт болған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса урсула ханимниң йеқиндин буян хәлқаралиқ сорунларда уйғур мәсилисини аңлитишта бәлгилик рол ойнаватқанлиқини билдүрди.

Урсула ханим билән узундин бири уйғур мәсилиси һәққидә пикирлишип келиватқан фирансийә уйғур җәмийитиниң рәис әркин аблимит өткән йили урсула ханим хитайдин һәйдилип фирансийәгә қайтип кәлгәндин кейин, фирансийә ахбаратлирида уйғур мәсилисини җанлиқ аңлатқанлиқини билдүрди.

Долқун әйса урсула ханимниң йеқинда нәшр қилинидиған мәзкур китабиниң хәлқара җәмийәткә уйғур мәсилисини аңлитишта бәлгилик рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.