Германийәдә хитайға қарши намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.10.02
germaniye-1-oktebir-2017-namayish.jpg Мәркизи мюнхен шәһиридики д у қ ниң тәшәббуси, “явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң тәшкиллиши билән хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2017-Йили 2-өктәбир, мюнхен.
RFA/Ekrem

Бүгүн, йәни 2-өктәбир күни германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши елип берилди.

Мәркизи мюнхен шәһиридики д у қ ниң тәшәббуси, “явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң тәшкиллиши билән 2-өктәбир күни мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши болуп өтти. Намайишқа мюнхен, франкфурт, карлсирух вә әтраптики шәһәрләрдики көплигән уйғурлар келип қатнашти.

Д у қ баянатчиси дилшат ришит әпәнди, д у қ тәшәббуси билән хитайниң дөләт байрими күнидә һәрқайси әлләрдә елип бериливатқан намайишларниң хитай һакимийитигә қарши хәлқаралиқ бир һәрикәт болғанлиқини билдүрди.

Мюнхендики намайишчилар ай-юлтузлуқ көк байрақ, түрлүк тәшвиқат лозункилири вә рәсимлик тахтайларни көтүрүшүп, уйғурчә, германчә, хитайчә җараңлиқ шоарлар билән хитай һакимийитигә болған ғәзәплирини ипадә қилишти.

Бу намайишни уюштурған “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң рәиси турғунҗан алавудун һаҗим нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи намайишни уюштуруштики сәвәбләрни изаһлап өтти.

Германийәдики уйғур паалийәтчи вә җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди, хитайниң нөвәттә уйғурлар үстидин йүргүзүватқан вәһший сиясәтлириниң чәтәлдики көплигән уйғурларниң қаттиқ ғәзипини қозғаватқанлиқини тилға алди.

Намайиш җәрянида йәнә бирқисим сиясий актиплар вә диний затлар нутуқ сөзләп, хитайға қарши күрәшни йәниму күчәйтишни тәшәббус қилишти. Германийәдики җамаәт әрбаблиридин абдуллаһ әпәндиму намайиш ахирида көк байраққа атап язған шеирини җамаәткә тәқдим қилди.

Саәт 15:00 тә башланған бу намайиш икки саәткә йеқин давамлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.