Берлинда илһам тохти вә уйғурлар вәзийити тонуштурулди
2018.05.22

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 22-май сәйшәнбә күни кәч германийәниң берлин шәһиридә илһам тохти паалийити уюштурған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң паалийәт күнтәртипидин мәлум болушичә, мәзкур паалийәттә, илһам тохти һәққидики һөҗҗәтлик филим қоюлғандин башқа, илһам тохти вә униң аилисиниң йеқинқи әһвали, хәлқарада илһам тохтини қутқузуш үчүн елип бериливатқан паалийәтләр вә нөвәттики уйғур вәзийити тонуштурулған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң берлин-крузберг гурупписиниң тәшкиллиши билән 22-май германийә вақти кәч саәт 9 да берлин шәһиридә, илһам тохтиға аит паалийәт уюштурулди.
Мәзкур тәшкилатниң тор бекитидә елан қилинған паалийәт һәққидики уқтуруштин мәлум болушичә, мәзкур паалийәттә илһам тохти һәққидә ишләнгән 30 минутлуқ һөҗҗәтлик филим қоюлғандин башқа йәнә илһам тохти вә нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә доклат беришму уюштурулған.
Германийәдики илһам тохтини қоллаш гурупписидин гуруппа башлиқи әнвәрҗан әпәнди радийомизға учур йоллап, әслидә бу паалийәтни хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң берлин-крузберг шөбиси тәшкиллигән болсиму, әмма германийәдики илһам тохтини қоллаш гурупписиму мәзкур паалийәтни йеқиндин қоллиғанлиқини билдүрди.
Әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, өткән йили хәтәр астидики милләтләр тәшкилатиниң испанйә-маллорча шөбиси вә кейинчә германийәдики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати алаһидә һөҗҗәтлик филим тәйярлиған. 22-Майдики паалийәттә ашу филимләрдин үзүндиләр елинғандин башқа иҗтимаий таратқуларда тарқалған илһам тохти һәққидики бәзи һөҗҗәтлик материяллар рәтлинип, хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин тәйярланған илһам тохти һәққидики 30 минутлуқ һөҗҗәтлик филим көрситилгән. Илһам тохти гурупписи болса мәзкур паалийәттә тонуштуруш үчүн илһам тохтиниң әһвали вә уйғурлар вәзийити һәққидә доклат тәйярлиған.
Гуруппа башлиқи әнвәрҗан әпәнди вә гуруппидики ингирид видарто ханимларниң билдүрүшичә, улар паалийәт қатнашқучилириға илһам тохтиниң қилған иш-излирини тонуштурған вә уларниң сориған соаллириға җаваб бәргән.
Паалийәт башлиништин илгири зияритимизни қобул қилған әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур паалийәт берлин шәһиридики розепарк йәни әтиргүл бағчисиға орунлаштурулған болуп, бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң берлин-крузберг гурупписи хадими антония ханим йәнә кәчлик йиғилишниң риясәтчиликини үстигә алған.
Антония ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң германийә шөбисидә ишләйдиғанлиқи вә икки йил илгири мәзкур тәшкилаттики у вә башқа 22 нәпәр әзаниң мәхсус илһам тохти вә уйғурлар вәзийити һәққидики паалийәтлирини башлиғанлиқини бүгүн кечә орунлаштурған паалийәтниңму, германийә хәлқигә хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ җазалинип түрмигә мәһкум қилинған илһам тохти вә нөвәттики уйғур вәзийитини аңлитиш икәнликини билдүрди.
Илһам тохтини қоллаш гурупписиниң гуруппа башлиқи әнвәрҗан әпәнди вә гуруппидики ингирид видарто ханимларниң билдүрүшичә, улар бүәүнки паалийәттә илһам тохтиниң қилған иш-излирини тонуштурғандин башқа нөвәттики уйғур вәзийити һәққидиму доклат бериду.
Илһам тохти гурупписиниң башлиқи әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, у йәнә паалийәт қатнашчилириға мәзкур гуруппиниң илһам тохти үчүн елип барған паалийәтлири һәққидму мәлумат бериду.
Илһам тохти гурупписиниң йәнә бир ғоллуқ әзаси ингрид ханим болса илһам тохтиниң әһвалиға бирләштүрүп, уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити үстидә тохталлидиғанлиқини билдүрди.