Нагасакидики хитай консулханисиниң алдида “5-июл вәқәси” мунасивити билән намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.07.10
yaponiye-namayish-5-iyul-305.jpg Японийидики уйғур, моңғул, тибәт вә японийиликләр “5-июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш намайиши өткүзди. 2011-Йили 3-июл.
RFA/Mihriban

Японийәдики 2-дуня урушида атом бомбисиниң зәрбисигә учриған мәшһур шәһәр нагасакидики хитай консулханисиниң алдида 5-июл күни японийәдики “милләтләр кишилик һоқуқ мәсилиси мәҗлиси” тәшкилатиниң орунлаштуруши билән “5-июл вәқәси” ниң 5 йиллиқини хатириләш йүзисидин японлар, уйғурлар бирликтә намайиш елип барған.

Бу, нагасаки шәһиридә елип берилған тунҗи намайиш болуп, намайишчилар хитай консулханисиниң алдида өзлириниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ баянатини оқуп өткән шундақла хитай консулханисиға наразилиқ баянатини тапшурған.

Намайиш бир саәт әтрапида елип берилған болуп, намайишқа японийәдики “милләт кишилик һоқуқ мәсилиси мәҗлисиниң” мәсули иванага әпәндим риясәтчилик қилған.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.