Патигүл ғулам: гуәнтанамо түрмиси һәққидә тәсиратлирини баян қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.01.28
guentanamo-turmisi.jpg Гуәнтанамо түрмисиниң сиртқи көрүнүши. 2013-Йили 24-өктәбир.
AFP

Гуәнтанамо түрмисидики әң ахирқи үч уйғурни словакийәгә орунлаштурғанлиқ хәвири, хитайни қаттиқ биарам қилиш билән бирликтә, бу хәвәрни аңлиған уйғурларни бәкла сөйүндүрди.

Бу хәвәр йәнә өз нөвитидә уйғурлар ичидики мәһбуслар аилә-тавабиатлирини, болупму ғайиблар аилә-тавабиатлирини башқичә ойландурди. Бу аилиләрдин қәйсәр ана патигүл ғулам, бүгүн мухбиримизға қилған сөзидә өзиниң гуәнтанамодики уйғурларниң қоюп берилишидин сөйүнгәнликини вә уларға аманлиқ тиләйдиғанлиқини билдүрүш билән биллә йәнә, үрүмчидики түрмиләр билән гуәнтанамо түрмисини селиштуруп, хитай түрмилирини “адәм йәйдиған түрмиләр” дәп әйиблиди.

Юқиридики аваз улинишидин мухбиримиз тәйярлиған программиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.