Рабийә қадир ханим: қорчақ рәисниң баянлири бастуруш обйектиниң уйғурлар икәнликини ашкарилиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.04.20
rabiye-qadir-duq-yaponiye-2017.jpg Рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийи йиғинида
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Хитай һөкүмити башқурушидики “шинҗаң гезити” 20-апрел, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, аптоном районниң рәиси шөһрәт закирниң “иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликни қәтий тәврәнмәй илгири сүрүш” һәққидики сөзлирини баш мақалә сүпитидә елан қилди.

Униңда уйғур аптоном районниң “әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми икәнлики”, аптономийә һоқуқи “пәқәт бир милләт бәһримән болидиған һоқуқ әмәс” лики тәкитлигән.

Шөһрәт закир уйғур аптоном райониниң рәиси болуш сүпити билән ейтқан сөзлиридә “уйғур қериндашлар ойғинайли” дәп, мәхсус уйғурларға хитаб қилған вә “үч хил күч” ниң, “зораван-террорчилар” ниң рәзил қилмиши алдида сүкүттә турувелиш” ниң һәммиси “җинайәтчиләрни қанат астиға алғанлиқ...” дәп уйғурларни агаһландурған.

Униң уйғурларни айрип нишанға алған тәһдити сөзлириниң бәкрәк диққитини чәккәнликини билдүргән д у қ рәиси рабийә қадир ханим “қорчақ рәис шөһрәт закирниң баянлириниң өзи, хитай һөкүмитиниң бастуруш обйектиниң уйғурлар икәнликиниң, шундақла хитайниң уйғурларниң ойғанғанлиқидин қорқуп кәткәнликиниң испати” дәп көрсәтти.

Нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрәниң рабийә қадир ханим билән сөһбитигә иштирак қилғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.