Уйғурлар қурбан һейтни қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири ичидә күтивалди
2016.09.09
Уйғур район даирилири бу йиллиқ қурбан һейтниң хитайларниң тавуз чағини билән бир вақитқа тоғра кәлгини үчүн һөкүмәт кадирлири вә мәктәпләрни 7 күнлүк дәм елишқа қоюп беридиғанлиқини елан қилди. Даириләрниң һөкүмәт хәвәрлиридә йәнә, уйғур диярида икки байрамдин илгири қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинғандин башқа, қурбан һейт намизиниң оқулуш вақтиниң 40 минут әтрапида дәп бәлгиләнгәнлики елан қилинди. Уйғур дияридин зияритимизни қобул қилған уйғурларниң билдүрүшичә, даириләр аммиви сорунларда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәндин башқа йәнә, идарә - җәмийәтләрдә нөвәтчи болуши керәкликини уқтурған.
Уйғур дияридин игилигән әһваллардин, 2016 - йиллиқ қурбан һейт мәзгилидә һәр қетимлиқ байрам мәзгиллиригә охшашла бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилгәндин башқа, һейт намизиниң оқулуш вақти қатарлиқларға қарита мәхсус уқтуруш чиқирилип, һәр хил бәлгилимә, чәклимиләрниң йолға қоюлғанлиқи мәлум болди.
7 - Сентәбир күни иҗтимаий таратқулардин үндидар қатарлиқларда, үрүмчи шәһәрлик ислам җәмийити намида чиқирилған қурбан һейт намизи һәққидики уқтурушниң фото рәсимлик нусхиси тарқалған. Уқтурушта уйғур аптоном райони тәвәсидики һәрқайси җайларда бу йиллиқ қурбан һейт намизиниң 12 - сентәбир дүшәнбә күни әтигән саәт 6:45 тин 7:15 кичә оқуп болуш керәклики тилға елинған.
Хитай һөкүмитиниң контроллуқи астидики уйғурларниң бу йиллиқ қурбан һейтни қандақ кәйпиятта күтиватқанлиқини билиш үчүн уйғур елиниң җәнуб - шималидики уйғурларға телефон қилип әһвал игилидуқ.
Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән радийомизға әһвалларни билдүргән үрүмчидики мәлум аһалә комитет хизмәтчисиниң билдүрүшичә, идариниң орунлаштуруши билән, у бу йиллиқ қурбан һейт намизи мәзгилидә намаз әһвалини назарәт қилиш вәзиписини алғанлиқи үчүн, уйғурларниң әнәниви адити бойичә, һейт намизидин кейин қәбристанлиққа берип, өлүп кәткән уруқ - туғқанлирини йоқлаш ишини чүштин кейингә орунлаштурушқа мәҗбур болған. Униң билдүрүшичә, униң үрүмчидики һөкүмәт органлирида ишләйдиған бир қисим достлири вә тонушлириму қурбан һейт мәзгилидә өз идарилиридә нөвәтчиликкә орунлаштурулғандин башқа йәнә, үрүмчи шәһиридики һәрқайси мәсчитләрдики һейт намизини назарәт қилишқа орунлаштурулған.
Ғулҗа шәһәрлик диний ишлар идариси тарқатқан уқтурушқа асасән, бу йил идарә вә мәктәпләрниң 7 күнлүк дәм елишқа қоюп бәргәнликини, бу йиллиқ қурбан һейт намизиниңму һөкүмәт бәлгиләп бәргән вақитта оқулидиғанлиқини билдүргән бир уйғур, 9 - сентәбир җүмә намизидин кейин мәсчит имаминиң қутбида қилған сөзидә, җамаәткә 12 - сентәбир дүшәнбә күни әтигән һейт намизи оқулидиған вақитни уқтуруш билән биллә, җамаәтни һейт мәзгилидики бихәтәрликкә вә милләтләр иттипақлиқи мәсилилиригә диққәт қилишқа чақирғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған бу уйғур йәнә, һөкүмәт даирилириниң бу йиллиқ қурбан һейт мәзгилидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбири елишиға ниспәтән өз қаришини билдүрүп,“һазир бизгә көңүл азадилики вә хатирҗәмлик муһим болуп қалди. Шуңа һазир бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригиму көнүп қалдуқ” деди.
Уйғур елида оқутқучилиқ қилидиған бир ханим зияритимизни қобул қилип, һөкүмәтниң бәлгилимиси бойичә, идарә, мәктәпләр 7 күнлүк дәм елишқа қоюп берилгән болсиму, әмма идарә,мәктәпләрдики яшлар вә әр хизмәтчиләрниң һейт мәзгилидики нөвәтчиликкә орунлаштурулғанлиқини билдүрди.
Бу ханимдин адәттә һөкүмәт хадимлири вә оқуғучиларниң җүмә намизиға беришини ашкара чәкләп келиватқан һөкүмәт даирилириниң, хизмәтчиләр вә оқуғучиларниң қурбан һейт намизиға қатнишишиға қарита чәклимә,бәлгилимиләрни йолға қойған яки қоймиғанлиқини сориғинимизда, у оқутқучи еһтиятчанлиқ билән җаваб берип, “һазирғичә һөкүмәтниң хизмәтчиләрниң һейт намизиға беришини чәкләйдиған ашкара уқтурушлирини техи көрмидуқ. Әмма билишимчә, һөкүмәт органлирида ишләйдиғанлар һейт намизиға бериш мәсилисидә йәнила диққәт қилиду” деди.
Хитай һөкүмәт даирилириниң уйғурларниң диний етиқади вә диний етиқадқа мунасивәтлик байрам - паалийәтлирини һәр хил бәлгилимиләр арқилиқ чәкләп келиватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара диний җәмийәтләр, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләт һөкүмәтлири тәрипидин тәнқидлинип келиватқан мәсилиләрниң бири болуп, уйғурларниң 2016 - йиллиқ қурбан һейт байриминиму һәр хил чәклимә, бәлгилимиләр вә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири ичидә өткүзүватқанлиқи хәлқара таратқуларниң диққитини қозғимақта.