Рабийә қадир ханим әркинлик мунбири өйи орунлаштурған йиғинға қатнишиш үчүн норвегийәгә йетип кәлди

Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2014.10.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
norwegiye-rabiye-yighin.jpg Уйғурлар д у қ рәиси рабийә қадир ханим ханимни дағдуғилиқ күтүвалди. 2014-Йили 19-өктәбир, норвегийә.
RFA/Ayghul

19-Өктәбир күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән муавин рәис өмәр қанат әпәнди осло әркинлик мунбири өйи тәрипидин уюштурулған кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиш үчүн норвегийәгә йетип кәлди.

Норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән осло вә осло әтрапидин кәлгән уйғурлар айродромға чиқип меһманларни күтүвалди. Бүгүнки күтүвелишқа йәнә осло әркинлик мунбиридә ишләйдиған хадимларму кәлгән болуп, улар шәрәп меһмини болған рабийә қадир ханимни алаһидә һөрмәтләр ичидә қарши алди.

Айродромдики күтүвелиштин кейин, рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи ослоға келиш сәпири һәмдә осло әркинлик мунбири һәққидә тохталди.

Рабийә қадир ханим алди билән бир қисим уйғурларниң өйидә улар үчүн орунлаштурулған тамаққа дахил болғандин кейин, кәчтә уйғур ислам мәркизидә уйғур җамаити билән көрүшүп дуня уйғур қурултийиниң йеқиндин бери қиливатқан әмәлий хизмәтлири, шәрқий түркистанда йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлириниң уйғур дәваси үчүн ойнаватқан роли һәққидә тохталди.

Рабийә қадир йәнә, дүшәнбә вә сәйшәнбә күнлири әркинлик өйи мунбири тәрипидин уюштурулған кишилик һоқуқ йиғинини тамамлиғандин кейинки шивитсарийә сәпири һәққидики паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.

Рабийә қадир ханим осло әркинлик өйи мунбириниң икки күнлүк йиғиниға қатнашқандин башқа йәнә, вақит чиқирип бу йәрдики җамаәтләр биләнму давамлиқ учрашмақчи вә сөһбәтләрдә болмақчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.