“һиҗрәт” сәпиридә уйғур аяллар еғир бәдәл төлимәктә (1)
2017.01.31

Мәлумки, шәрқий җәнуби асия әллири арқилиқ хәтәрлик, узақ, мушәққәтлик сәпәр җәрянини бешидин өткүзүп, ахирида түркийәгә келип йәрләшкән миңлиған уйғурларниң көп қисмини аяллар вә балилар тәшкил қилиду.
Униң үстигә уларниң әрлири қачақ сәпәр җәрянида тайланд, камбоджа қатарлиқ дөләтләрдә тутқун қилинип, бәзилири түрмидә болса, һәтта бәзилири хитайға қайтуруветилгән.
Үч балиниң аниси, 25 яшлиқ зибагүл балиниң аниси, 25 яшлиқ зибагүл хитай һөкүмитиниң зулумлиридин қечип, өз әрки бойичә яшашни истәп еғир бәдәлләр билән, еригә әгишип балисини елип һиҗрәткә тәвәккүл қилған вә ахирида оңушлуқ һалда пүтүн аилә бөлүнмәй түркийигә келивалған болсиму, у, шу миңлиған уйғур тул аяллардин пәрқсиз бир һаятни баштин кәчүрмәктә, чүнки униң ери түркийигә кәлгәндин кейин түрмигә елинған, тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи техи ениқ әмәс, икки нарәсидини ач қоймай беқиштин башқа, сәрсанлиқ һаятиниң йүклигән ғәмлирини, азаблирини ялғуз көтүрмәктә. Әмма, истанбулниң зәйтунбурну районида уйғурлар арисида яшаватқан зибагүл йәнила үмидлик һалда “адәмдәк яшаш үчүн бу бәдәлни төләватқинимға рази” дәйду.
Униң һекайиси бизгә, уйғурларниң һиҗрәт сәпиригә тәвәккүл қилишниң сәвәблири, йоллири, хәтәрлири вә йәнә бәзи йочун тәрәплирини рошәнләштүриду. Қени зибагүлниң һикайисигә мухбиримиз гүлчеһрә билән бирликтә диққәт бериң.