Ваймар шәһиридә хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.12.12
waymar-xitaygha-qarshi-namayish.jpg Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән хитай зулумиға қарши елип берилған намайиштин көрүнүш. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә.
FA/Ekrem

10-Декабир инсан һәқлири күни мунасивити билән германийәниң ваймар шәһиридә хитай зулумиға қарши намайиш елип берилди.

Германийәниң мюнхен, карлисруһе, франкфурт шәһәрлиридин “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш мурасимиға қатнишиш үчүн кәлгән 20 дин артуқ уйғур д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән “10-декабир хәлқара инсан һәқлири күни” ваймар шәһәрлик һөкүмәт алдида намайиш өткүзди.

Намайишта алди билән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нутуқ сөзләп, ваймар шәһиридики бу намайишниң әһмийити вә ваймар шәһириниң түрмидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға кишилик һоқуқ мукапатини лайиқ көргәнликиниң сиясий қиммити һәққидә тохталди.

Явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати рәиси турғунҗан алавудун һаҗимму, бу қетимқи намайишқа юқири баһа берип, намайиш сепиға қетилған уйғурларға болған рәһмәтлирини билдүрди. У сөзидә вәтән үчүн хизмәт қилишниң имани вә виҗданий мәҗбурийәт икәнликини тәкитлиди.

Мюнхен шәһиридин кәлгән меһрибан ханимму, намайиш һәққидә һәмдә илһам тохтиға охшаш уйғур зиялийлириниң миллий күрәшлири тоғрисида қарашлирини тилға алди.

Бу қетимқи паалийәткә қатнишиш үчүн франкфурт шәһиридин кәлгән “шәрқий түркистан күлтүр мәркизи” рәиси күрәш атахан әпәндиму, өзиниң хәлқара инсан һәқлири күнидә болуп өткән бу паалийәтләр һәққидики тәсиратлирини баян қилип өтти.

Явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди герман җамаитигә, бу қетимқи намайишниң мәқсити вә ваймар шәһириниң илһам тохтиға бәргән кишилик һоқуқ мукапати тоғрулуқ мәлуматлар тәқдим қилди һәмдә ваймар хәлқигә тәшәккүрлирини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.