Японийә такушоко университетида уйғурлар тоғрисида доклат берилди
2017.07.10

10-Июл күни токйодики такушоко университети сиясий-иқтисад пәнлири факултети оқуғучилириға уйғур мәсилиси бойичә мәхсус доклат бериш паалийити өткүзүлгән болуп, паалийәттә мәзкур университетниң уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан профессори фуҗи генки әпәнди билән японийәдики дуня уйғур қурултийиниң вәкили доктор турмуһәммәт һашим сөз қилған.
Паалийәт шу йәр вақти әтигән саәт он йеримдин он икки йеримға қәдәр икки саәт әтрапида давам қилған болуп, паалийәткә тәхминән 60 гә йеқин оқуғучи қатнашқан.
Токйодики такушоку университетида өткүзүлгән уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бериш паалийитидә сөз қилған мәзкур университетниң профессори фуҗи генки әпәнди алди билән хитай компартийәсиниң 1949-йили уйғур елини ишғал қилғандин буянқи уйғур районида елип барған түрлүк бастуруш һәрикәтлири тоғрисида тохталған болуп, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған профессор фуҗи генки паалийәт һәққидә тохтилип: “мәктипимиз өткән йилидин башлап һәр йили уйғур мәсилиси тоғрисида оқуғучиларға доклат бериш паалийитини йолға қойған болуп, бу қетимқи паалийәтниң өткән йилқиға қариғанда алаһидә болған тәрипи, хитайдин мәктипимизгә келип хәлқара мунасивәтләр вә шундақла сиясий-иқтисад пәнлиридә оқуватқан хитай оқуғучиларму қатнашти. Улар хитай һөкүмити өз хәлқидин йошуруп сир тутуп келиватқан уйғур елида йүз бәргән бир қисим вәқәләр вә мәсилиләрни аңлап һәйран қилишти шундақла бу һәқтә биз билән пикирләшти” деди.
Доклат бериш паалийитигә алаһидә тәклип қилинған японийәдики дуня уйғур қурултийиниң вәкили доктор турмуһәммәт һашим нөвәттики уйғур вәзийити тоғрисида сөз қилған болуп, у сөзидә 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәси вә шундақла йеқинда мисирда йүз бәргән уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш вә хитайға қайтуруш мәсилиси тоғрисида тохталған.
Доклаттин кейин зияритимизни қобул қилған доктор турмуһәммәт һашим бу қетимқи паалийәттә мисирдики уйғур оқуғучилар тоғрисида тохталғанлиқини тилға елип өтти.
Доктор турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, доклатқа қатнашқан икки нәпәр хитай оқуғучи 5-июл үрүмчи вәқәси вә уйғурларниң кәлгүси тоғрисида бир қисим соалларни оттуриға қойған.
Ахирида зияритимизни қобул қилған, уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бериш паалийитигә қатнашқан такушоко университети сиясий-иқтисад пәнлири факултетиниң оқуғучиси таро паалийәт һәққидә тохтилип: “японийә мәтбуатлирида давамлиқ уйғур мәсилиси тоғрисида көплигән учурлар берилип туриду. Бирақ, бүгүнки доклатта оттуриға қоюлған бәзибир мәлуматлар биз мәтбуатларда көрмигән йеңи учурлар икән. Болупму, мисирдики уйғур оқуғучилар мәсилиси кишини һәқиқәтән ойға салиду” деди.
Игилишимизчә, 8-июл күни японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң тәшкиллиши билән 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 8 йиллиқини хатириләш йүзисидин токйодики хитай әлчиханиси алдида хитайға қарши намайиш елип берилған болуп, намайишқа уйғур, тибәт, моңғул вә уйғур мәсилисини қоллиғучи бир қисим японлар қатнашқан.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.