Хотән пурчақчида бир аилидин бәш кишигә оқ тегип мәликихан ана вә икки оғли һаятидин айрилған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.03.31
purchaqchi-etiwetilgen-uyghur-305.jpg Мәзкур аилидин тохтимәмәт турсун вә нурмәмәт турсун ака-укиларни өз ичигә алған 9 нәпәр пидаий етиветилгән қанлиқ вәқәдин бир көрүнүш.
CCTV

Хитай мәтбуатлири бултур 8-айниң 1-күни хотәнниң пурчақчи йезисида аммини һәрикәткә кәлтүрүп 9 нәпәр пидаийни тапқанлиқи вә етип ташлиғанлиқини хәвәр қилған, әмма пидаийларни издәш давамида йүз бәргән қанлиқ вәқәләр һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән иди.

Йеқинда бир аңлиғучимиз радиомизға хәт йезип, пурчақчида ай арилап давам қиливатқан қанлиқ тоқунушларда дөңҗай кәнтидики бир аилидинла 5 кишигә оқ тәгкәнлики һәққидә мәлумат бәрди.

Мухбиримизниң ениқлашлирида давамида мәзкур аилидин икки қетимлиқ тоқунушта, 45 яшлиқ ана мәликихан обул вә икки оғлиниң өлгәнлики, 52 яшлиқ ата турсун һошур вә бир қизиниң яриланғанлиқи ашкариланди.

Аваз улиниши арқилиқ, мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған мәлуматлириға диққәт қилғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.