Йеңи мәвсумда алматадики икки уйғур мәктипидә биринчи синиптин 11 и ечилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.09.02
qazaqistan-uyghur-mektep-yash-senetkar.JPG Қазақистан заря востока мәһәллисидики мурат һәмрайеф намидики 150-мәктәпниң яш сәнәткарлири. 2013-Йили 25-май.
RFA/Oyghan

Қазақистанда 1-сентәбир һәр йили билим байрими сүпитидә нишанлинип кәлмәктә. Бу күни мәмликәтниң барлиқ җайлирида, шу җүмлидин уйғурлар зич олтурақлашқан алмата шәһири вә алмата вилайитигә қарашлиқ яркәнт, уйғур, әмгәкчиқазақ, талғир наһийилиридики таза уйғур вә арилаш тиллиқ мәктәпләрдә “биринчи қоңғурақ” мурасими өткүзүлди.

Алмата шәһиридә сап уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдин үчи бар болуп, уларда үч миңға йеқин уйғур балиси билим алмақта. Бу мәктәпләрниң иккиси гимназийә дәриҗисидики билим дәргаһлири, улар шәһәр бойичә әң алдинқи қатардики мәктәпләр. Бу мәктәпләр уйғурлардин чиққан атақлиқ шәхсләр, йәни йәттисуниң мәшһур сиясий әрбаби абдулла розибақийеф, совет иттипақи қәһримани мәсим яқупоф вә атақлиқ алим мурат һәмрайефларниң нами билән атилиду.

Радиомиз зияритини қобул қилған алмата шәһириниң әвезоф наһийисигә қарашлиқ достлуқ мәһәллиси абдулла розибақийеф намидики мәктәп-гимназийәниң мудири шавкәт өмәроф вә алмата вилайити әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ қаратуруқ йезисидики авут саттароф намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти һәм тарих муәллими бүвинур ғоҗамбәрдийева ана тилида билим елишқа кәлгән балиларниң әһвали вә мәктәпләрниң өткән оқуш йилида еришкән утуқлири һәққидә тохталди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.