Голландийәдә доктор әркин сидиқниң китабини тарқитиш паалийити өткүзүлди
2016.08.31

Голландийәдики уйғурлар америкидики уйғур зиялийлиридин бири, америка аләм қатниши идариси мутәхәссиси доктор әркин сидиқ әпәндиниң йеқинда нәшр қилинған “кишилик тәрәққият һәққидики язмилар” вә “көңүл көңүлдин су ичәр” намлиқ китабилирини имзалиқ тарқитиш паалийити өткүзди.
Голландийәдики уйғурлар бу 4 қисимлиқ китабни униң имзаси билән сетивелип, төһпикарға болған һөрмитини билдүрди. Бу, голландийәдики уйғурлар үчүнму, әркин сидиқ әпәнди үчүнму әһмийәтлик бир иш дәп тәрипләнди.
Бу паалийәт 28-авғуст күни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң орунлаштурушидики лексийә паалийити арилиқида елип берилди. У күни әркин сидиқ билән туғлуқ абдуразақ әпәндиләр голландийәдики уйғурларға өзлири йетишкән саһәләрдә лексийә бәргән иди.
Бу пурсәттин үнүмлүк пайдилиниш үчүн голландийәдә “китабхумар абдуреһим” дәп тонулған абдуреһим ғени әпәнди имзалиқ китаб сетивелишни пиланлап, алақә васитилиридә бу һәқтә еланму бәргән иди. 28-Авғуст йәкшәнбә күни икки лексийә арилиқидики қисқа пурсәттә, пиландин хәвәрдар уйғурларниң йүксәк қизғинлиқи вә аҗайип һаяҗанлири билән бу пилан әмәлийләшти.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған абдуреһим әпәнди, китаб вә униң қиммити; униңға әһмийәт бериш вә язғучиға илһам беришниң муһимлиқини тәкитлиди.
Әркин сидиқ әпәнди бу паалийәтниң әһмийитигә юқири баһа берип, өзиниң наһайити иптихарлиққа чөмгәнликини билдүрди.
Китаб сетивалғанлардин зияритимизни қобул қилғанлар өзлириниң бу һәрикити арқилиқ мәқсәт қилған ой-хияллирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Мәлум болушичә шу күни 100 парчиға йеқин китаб сетилған болуп, бу 4 қисимлиқ китабни әркин сидиқ әпәнди өз иқтисади билән нәшр қилған вә тәләпчан актипларниң һәмкарлиқида, әрзан баһада сетип, қилинған киримни дуняниң һәрқайси җайлирида оқуватқан оқуғучилар ичидики һаҗәтмәнләргә йәткүзидикән.