Уйғур өсмүрләр путбол һәрикити вашингтонда бих сүрмәктә
2014.09.24

Путбол һәрикити уйғурлар арисида әң омумлашқан тәнһәрикәт. Путболға болған алаһидә һәвәс улар мәйли қәйәрдә болмисун охшаш давам етиду. Вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғур ата-аниларниң күчлүк тәлипи вә балилардики путболға болған қизғинлиқ һәмдә һәвәстин илһамланған даңлиқ кәспий путболчи җүрәт заһир әпәндиниң тәшкиллиши вә халис тренерлиқида, икки һәптә илгири уйғур яш-өсмүрләр путбол курси башланди.
Уйғур яш өсмүрләрниң өз-ара тонушуп, достлуқини күчәйтишни шундақла сағламлиқини ашурушни мәқсәт қилип уюштурулған бу путбол курси һәр һәптидә икки саәт мәшиқ елип баридикән.
Вашингтон вә униң әтрапидики уйғур яш путбол һәвәскарлири 2005-йили “уйғур бирлики” путбол командисини қурған иди, мана әмди уйғур яш өсмүрлири үчүнму кәспий путбол тренерниң йетәклишидә путбол маһарити йетилдүридиған пурсәт яритилди. Америкидики уйғур яш өсмүрлири үчүн тунҗи путбол курси 9-айниң 13-күнидә башланди. Бу курсқа қатнашқанлар халис һалда мәшқавуллуқ қиливатқан җүрәт заһир әпәндиниң йетәклишидә һәр һәптидә икки саәттин мунтизим путбол маһарәт мәшиқи елип баридикән.
Уйғур ели кәспий командисиниң сабиқ путболчиси, тренер җүрәт заһир әпәнди зияритимизни қобул қилип, өсмүр балилар үчүн ечилған бу путбол курси арқилиқ йәнә америка “уйғур бирлики” путбол командисиға избасар тәрбийиләш үмиди вә уйғур җамаитиниң қоллишиға болған тәшәккүрини билдүрди.
Уйғур ата, анилар бу путбол курси уйғур балилириниң һәптә ахиридики дәм елиш күнлирини мәнилик өткүзүши, путбол маһаритини йетилдүрүши, сағламлиқини ашуруп, өз-ара тонушуп дост болуши вә ана тилини өгиниши үчүнму әһмийити зор икәнликини, курсиниң башлинишидила ата, аниларниң бирдәк мәмнун болғанлиқини билдүрүшти.
Уйғур бирлики яшлар путбол команда әзалиридин ширәли, балиларниң җүрәт әпәндидәк кәспий тренерниң тәрбийиләш пурситигә еришкәнликиниң интайин қиммәтлик пурсәт икәнлики билдүрди вә йәнә кәлгүсидә чәтәлләрдики уйғурлар арисидинму дуняға даңлиқ ярамлиқ путбол чолпанлириниң йетишип чиқишини үмид қилидиғанлиқини ипадилиди.